Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 3:10 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

10 Биз силәрниң йениңларда болғинимизда, силәргә: «Ишлимигән чишлимәйду!» дегән едуқ.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 3:10
11 Referans Kwoze  

Баш-көзүң тәргә чөмгәндила тойғидәк бир нәрсә йәләләйсән, таки өлүп топиға айлинип кәткичә иштин баш көтирәлмәйсән. Топидин яритилдиң, шуңа йәнә топиға қайтисән! — деди.


Силәргә тапилиғинимиздәк, теч-аман һаят кәчүрүшкә, башқиларниң ишлириға арилашмай, өз ишиңлар билән болушқа вә икки билигиңларға тайинип яшашқа тиришиңлар.


Биз силәр билән биллә болған вақтимизда, һәммимиз­ниң қийинчилиқларға учрайдиғанлиғимизни силәргә алдин-ала ейтқан едуқ. Әмәлияттиму дегинимиздәк болди.


Шуниң үчүн ейтимәнки, улар силәргә зиянкәшлик қилғанда, Мениң агаһландурғанлиғимни есиңларға кәлтүрүңлар. — Мән дәсләптә буларни силәргә ейтмидим, чүнки силәр билән биллә едим.


Улар кәлгәндин кейин, Павлус уларға мундақ деди: — Мән Асия өлкисигә аяқ басқан биринчи күндин тартип, силәр билән қандақ өткәнлигим һәр бириңларға мәлум.


Андин уларға мундақ деди: — Бу ишларниң һәммисини Мән илгири силәр билән биллә болған вақтимда ейтқан едим. Мән: «Муса хатирилигән Тәврат, башқа Пәйғәмбәрләрниң Язмилири вә Зәбурда баян қилинған Маңа даир ишларниң һәммиси чоқум әмәлгә ашурулиду», дегән әмәсму?


Буларни мән силәр билән биллә болған вақтимда ейтқанлиғим есиң­ларда барду?


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite