Янни билән Ямбири Муса пәйғәмбәргә қандақ қарши чиққан болса, бу аздурғучиларму һәқиқәткә шундақ қарши чиқиду. Бу аздурғучиларниң қәлби бузулуп кәткән, ишәнчи сахта болуп, улар Худа тәрипидин рәт қилинған кишиләрдур.
Силәр өз атаңларниң қилғинини қиливатисиләр! — деди һәзрити Әйса. — Биз һарамдин болмидуқ. Бизниң пәқәт бирла Атимиз бар, У болса Худадур! — дейишти улар.