Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 2:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 әгәр силәр «Рәббимизниң қайтип келидиған күни йетип кәлди» дегән сөзни аңлисаңлар, һодуқуп кәтмәңлар, қорқупму кәтмәңлар. Бундақ сөзни қилғучилар мәйли уни Худадин кәлгән пәйғәмбәрлик сөздин яки башқиларниң тәлимидин аңлидуқ, яки болмиса бизниң намимизда йезилған хәтләрдин көрдуқ, десиму униңға ишәнмәңлар.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 2:2
27 Referans Kwoze  

Силәр уруш хәвәрлири вә уруш параңлирини аңлиған вақитлардиму алақзадә болуп кәтмәңлар, чүнки бу ишларниң йүз бериши муқәррәр. Лекин бу заман ахири йетип кәлди, дегәнлик әмәс.


Мәнки Павлус бу ахирқи салимимни өз қолум билән яздим. Бу мениң һәммә хәтлиримниң өзигә хас бәлгүсидур. Мана бу мениң өз қәлимимдур.


Уруш вә топилаңниң тивишини аңлиған вақтиңлардиму қорқуп кәтмәңлар. Бу ишларниң йүз бериши муқәррәр. Лекин бу заман ахири йетип кәлди дегәнлик әмәс.


Биз һазир Рәббимизниң сөзи бойичә силәргә шуни ейтимизки, Рәбби­миз қайта кәлгәндә, биз һаят яшаватқанлар һәргизму өлүп кәткән мәсиһийләрдин авал Рәббимиз билән җәм болалмаймиз.


Силәрниң Әйса Мәсиһ қайта кәлгән күндә әйипсиз болушуңлар үчүн, Худа ишәнчиңларни та ахирғичә мустәһкәмләйду.


Һәзрити Әйса шагиртлириға йәнә мундақ деди: — Көңлүңларни беарам қилмаңлар, Худаға ишиниңлар, Маңиму ишиниңлар.


Чидамлиқ болғиниңларда мәңгүлүк һаятқа еришисиләр.


Чүнки сахта мәсиһләр, сахта пәйғәмбәрләр мәйданға келиду. Әгәр мүмкин болсиди, улар һәтта Худа таллиғанларниму чоң мөҗүзиләр вә карамәтләр билән аздурған болатти.


Девә вә униңға вакалитән мөҗүзиләр көрсәткән сахта пәйғәмбәр иккилиси тутулди. Сахта пәйғәмбәр шу мөҗүзиләр арқилиқ тенидә девиниң бәлгүси болған һәм девиниң һәйкилигә ибадәт қилғанларни аздуруп жүргән еди. Уларниң һәр иккилиси гуңгут йениватқан от көлигә тирик ташланди.


Бизниң уни әвәтишимиздики мәхситимиз, силәрниң көз алдиңлардики қийинчилиқлар сәвәвидин ишәнчиңларниң тәвринип қалмаслиғи һәм силәрни илһамландуруш вә ишәнчиңларни күчәйтиштур. Бизниң чоқум қийинчилиққа учрайдиғанлиғимизму силәргә мәлум.


Бундақ ишларға банә көрситәләйдиғанлар ялған-явдақ сөзлири билән силәрни алдап кәтмисун. Чүнки Худаниң ғәзиви бундақ ишларни қилип, Худаға бойсунмиғанларниң үстигә чүшиду.


Шуниң үчүн, қериндашлар, ишәнчиңларда қәтъий тәврәнмәңлар, биз силәр­гә еғизчә вә хәт арқилиқ йәткүзгән тәлимдә чиң туруңлар!


Чүнки силәрму яхши билисиләр, Рәббимизниң қайта келидиған күни худди кечидики оғриниң келишигә охшаш туюқсиз келиду.


Силәргә аманлиқ қалдуримән, Өз аманлиғимни силәргә тәғдим қили­мән. Мениң силәргә тәғдим қилғиним бу дунияниң адәмли­риниң силәргә бәргинигә охшимайду. Көңлүңларни беарам қилмаңлар, қорқмаңлар.


Мән шундақ қараймәнки, бүгүнки қийинчилиқларға нәзәр салғанда, һәр ким Әйса Мәсиһкә ишәнгән чағдики салаһийитидә қалғини яхши.


Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзидиған адәм өзини тутувелип, новәт күтүп туралайду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite