Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 2:16 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси16-17 Рәббимиз Әйса Мәсиһ вә бизгә меһир-муһәббәт көрсәткән, Өзиниң меһир-шәпқити билән мәңгүлүк илһам һәм гөзәл үмүт ата қилған Худа Атимиз силәрни илһамландурғай һәм силәргә барлиқ яхши иш, яхши сөзләрни қилишқа күч-қудрәт бәргәй! Gade chapit la |
Шуниң үчүн ишәнчимиз арқилиқ Худаниң бизгә вәдә қилған бәхит-саадитигә еришимиз. Бу биз еришишкә тегишлик һәқ әмәс, бәлки Худаниң меһир-шәпқитидин кәлгән. Бу вәдә Ибраһимниң пүткүл әвлатлири, йәни Ибраһимға охшаш ишәнч йолида маңғанлар үчүн берилгәндур. Мәйли улар йәһудий әмәсләр болсун яки Тәврат қанунидики қаидиләр бойичә яшайдиған йәһудийлар болсун, бу вәдә һәммисиниң бу бәхит-саадәткә еришидиғанлиғиға капаләтлик қилиду. Чүнки Ибраһим барлиқ мәсиһийләрниң атисидур.