Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 2:15 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

15 Шуниң үчүн, қериндашлар, ишәнчиңларда қәтъий тәврәнмәңлар, биз силәр­гә еғизчә вә хәт арқилиқ йәткүзгән тәлимдә чиң туруңлар!

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 2:15
10 Referans Kwoze  

Дайим мени әсләп турғанлиғиңлар вә мән силәргә йәткүзгән тәлим­ләргә әмәл қилғанлиғиңлар үчүн силәрни махтаймән.


Қериндашлар, биздин алған тәлимләргә риайә қилмай, күн бойи лағайлап жүргәнләрдин жирақ турушуңларни Рәббимиз Әйсаниң нами билән буйруймиз.


әгәр силәр «Рәббимизниң қайтип келидиған күни йетип кәлди» дегән сөзни аңлисаңлар, һодуқуп кәтмәңлар, қорқупму кәтмәңлар. Бундақ сөзни қилғучилар мәйли уни Худадин кәлгән пәйғәмбәрлик сөздин яки башқиларниң тәлимидин аңлидуқ, яки болмиса бизниң намимизда йезилған хәтләрдин көрдуқ, десиму униңға ишәнмәңлар.


Қериндашлар, ишәнч йолида һошияр болуңлар, ишәнчиңларда чиң туруңлар, мәрданә вә қәйсәр болуңлар.


Әй сөйүмлүк қериндашлирим, мән силәрни сөйимән, силәрни көрүшкә шу қәдәр тәшнамән! Силәр мениң хошаллиғим һәм пәхрим­силәр. Рәббимизгә болған ишәнчиңларда қилчә тәврәнмәңлар.


Шуниң үчүн, қәдирлик қериндашлирим, ишәнчиңларда тәврән­мәй, чиң туруңлар. Рәббимизгә әстайидиллиқ билән хизмәт қилиңлар. Рәббимиз үчүн қилған хизмитиңларниң һәргиз бекар кәтмәйди­ған­лиғини чүшиниңлар.


Қериндашлар, силәрдин шуни өтүнимәнки, силәр үгәнгән тәлимгә зит тәлим бериш билән араңларда бөлүнүш вә ишәнчиңларда тәвриниш пәйда қилидиған кишиләрдин пәхәс болуңлар, улардин жирақлишиңлар.


Қәдирлик қериндашлирим, мән әсли силәргә һәммимиз һөзүр­линиватқан қутқузулуш йоли тоғрисида йезишқа интизар болуп кәлгән едим. Бирақ һазир буниң орниға силәрни Хуш Хәвәрниң һәқиқитини сақлаш үчүн күрәш қилишқа илһамландуруш мәхситидә бу хәтни йезиш керәклигимни һис қилдим. Худа бу өзгәрмәс һәқи­қәтни бир йолила Өзиниң муқәддәс хәлқигә аманәт қилған.


Әгәр ушбу хетимиздики сөзләрни қобул қилмайдиғанлар болса, улардин һәзәр әйләңлар, уларни уялдуруш үчүн улар билән арилашмаңлар.


У өзигә үгитилгән ишәнчлик тәлимдә чиң туруши керәк. Шундақ қилғанда, у бу тоғра тәлим арқилиқ башқиларға несиһәт қилалайду һәм тәлимгә қарши чиққучиларниң хаталиғини түзитәләйду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite