Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 2:13 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси13 Әй Рәббимиз сөйгән қериндашлар, силәр үчүн һәр дайим Худаға шүкүр ейтишни борчимиз дәп билимиз. Сәвәви силәрниң Муқәддәс Роһ тәрипидин пак қилинишиңлар вә һәқиқәткә ишинишиңлар арқилиқ Худа силәрни қутқузулушқа алдин-ала таллиди. Gade chapit la |
Худа униңға: «Чоңи кичигигә хизмәт қилиду», дегән еди. Чүнки бир атидин болған бу қош гезәкләр, йәни Әсав билән Яқуп техи туғулмиған, демәк улар бирәр яхши яки яман ишму қилмаста, Худа аллиқачан улардин бирини таллиған еди. Буниңдин шуни көрүвалғили болидуки, Худаниң адәмләрни таллиши уларниң қилған әмәлиятиға әмәс, пәқәт Өзиниң ирадисигә, йәни Өз чақириғиға асасланған.