12 Нәтиҗидә һәқиқәткә ишәнмәй, яман ишларни қилишни яхши көридиғанларниң һәммиси җазаға мәһкүм қилиниду.
Улар Худаниң бундақ ишларни қилғанларни өлүмгә мәһкүм қилидиғанлиғини билип турсиму, бу әскиликләрни өзлири қилипла қалмай, башқиларниңму шундақ қилишини қоллап қувәтләйду.
Ишинип, чөмүлдүрүшни қобул қилғанлар қутқузулиду. Ишәнмигәнләр болса дозаққа мәһкүм қилиниду.
Лекин һәқиқәтни рәт қилип, яманлиққа әгәшкән шәхсийәтчиләргә У ғәзәп-нәпрәт яғдуриду.
Чүнки Худа бизни Өз ғәзивигә учрисун дәп әмәс, бәлки Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ қутқузулсун, дәп таллиғандур.
Меһир-муһәббитиңлар сахта болмисун. Яманлиқтин жиркиниңлар, яхши ишларда чиң туруңлар.
Худа Оғлиға ишәнгән киши мәңгүлүк һаятқа еришкән болиду, лекин Уни рәт қилған киши мәңгүлүк һаяттин мәһрум қалидудә, Худаниң ғәзиви мана шундақлардин мәңгү нери болмайду.
Буни аңлап, алий роһанийларниң гүл қәқәқлири ечилип кәтти вә униңға пул беришкә вәдә қилишти. Йәһудаму һәзрити Әйсани уларға тутуп беришкә пурсәт издәшкә башлиди.
Қәдирлик достум, яманлиқтин әмәс, яхшилиқтин үлгә ал. Яхшилиқ қилған киши Худаға мәнсүптур, яманлиқ қилған киши Худани тонуп йәтмигәндур.
Улар ачкөз болғачқа, ойдурма сөзләр билән мал-мүлкүңларни талан-тараҗ қилиду. Худаниң уларға беридиған җазаси бурундин тәйярдур, уларниң һалакити болса кечиктүрүлмәйду.
Меһир-муһәббәт наһәқчиликтин хурсән болмайду, әксичә һәқиқәттин хошал болиду.
һәм мәңгүлүк һалакәткә йүзләнгәнләрни аздуруш үчүн һәр хил һейлә-микирләрни ишлитиду. Улар мәңгү һалак болуш алдида туруватиду, чүнки улар өзлирини қутқузулушқа йетәкләйдиған һәқиқәтни қобул қилмайду.