Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 2:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң қайта келидиған һәм бизниң Униң билән бир йәргә җәм болидиған күнүмиз тоғрисида силәрдин шуни өтүнүп сораймизки,

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 2:1
14 Referans Kwoze  

Инсан Оғли периштәлирини әвәтип, Өзи таллиған кишиләрни аләмниң бир четидин йәнә бир четигичә дунияниң төрт булуңидин жиғип, бир йәргә җәм қилиду.


У периштәлирини җараңлиқ бир канай садаси билән әвәтип, улар арқилиқ Өзи таллиған кишиләрни асманниң бир четидин йәнә бир четигичә, дунияниң төрт булуңидин жиғип бир йәргә җәм қилиду.


Мән тирикләр билән өлгәнләрни сорақ қилидиған һәм Өз Падиша­лиғини қуруш үчүн қайта келидиған Әйса Мәсиһниң, шундақла Худаниң алдида саңа буйруқ қилимәнки,


Һәм шу арқилиқ Рәбби­миз Әйса Өзигә мәнсүп болған барлиқ муқәддәс хәлқи билән биллә қайтип кәлгинидә, силәрниң Атимиз Худаниң алдида әйипсиз вә пак болушуңлар үчүн ирадәңларни мустәһкәм қилғай!


Силәрниң ишәнчидә ахириғичә чоқум чиң туридиғанлиғиңларға ишинимиз вә силәр үчүн бәк хошал болимиз. Рәббимиз Әйса қайта кәлгәндә, Униң алдида пәхирлинидиған таҗи­миз дәл силәр әмәсму?


Пүткүл хәлиқләр Униң алдида топлиниду. У уларни қойларни оң йениға, өшкиләрни сол йениға айриған қойчидәк айрийду.


Худа буни Өзи бәлгүлигән вақти йетип кәлгәндә ишқа ашуруп, бу дуния вә у дуниядики пүткүл мәвҗудатни бирликтә Әйса Мәсиһниң башқурушиға қойиду.


Шуңа, әй қериндашлар, Худа бизгә шундақ рәһим-шәпқәт көрсәткән екән, өзәңларни Худани хурсән қилидиған, Униңға аталған тирик қурванлиқ сүпитидә Униңға беғишлишиңларни өтүни­мән. Мана бу силәрниң Худаға қилидиған һәқиқий ибадитиңлардур.


Йәһуда тутар падишалиқ әңгүштәрини, Униң әвлатлири жүргүзәр һакимийәтни. Кейин пүткүл әл қошар төһпә Униңға, Пүткүл хәлиқ тазим қилар Униңға.


Инсан Оғли болған Мән Атамниң шан-шәриви ичидә периштәлири билән келип, һәммә адәмниң өз әмәлиятиға чушлуқ җавап қайтуримән.


Билип қоюңларки, бу йәрдә турғанларниң бәзилири Инсан Оғлиниң Өз Падишалиғи ичидә кәлгәнлигини көрмигичә өлмәйду.


Қериндашлар, ахирида биз йәнә шуни демәкчимизки, Худани хурсән қилиш үчүн қандақ яшаш керәклигини биздин үгинивал­диңлар һәм силәр әмәлиятиңлардиму биздин үгәнгиниңлар бойичә шундақ яшаватисиләр. Әнди Худани хурсән қилишқа техиму тириши­шиң­ларни Рәббимиз Әйсаниң нами билән сораймиз.


Қериндашлар, силәр үчүн Худаға һәр дайим шүкүр ейтишни борчимиз дәп билимиз. Чүнки ишәнчиңлар барғансири күчийиватиду, бир-бириңларға болған меһир-муһәббитиңларму чоңқурлиши­ватиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite