Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 1:8 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси8 Шу чағда Рәббимиз Әйса Худани тонушни халимиғанларни вә Өзи һәққидики Хуш Хәвәрни қобул қилмиғанларни җазалайду. Gade chapit la |
Йәһудий әмәсләрниң Худаға бойсунуши үчүн, Әйса Мәсиһниң мән арқилиқ қилған ишлиридин башқа һеч нәрсә тоғрилиқ махтинишқа җүръәт қилалмаймән. Йәһудий әмәсләр мениң ейтқан сөзлирим, қилған ишлирим вә көрсәткән мөҗүзилирим арқилиқ Муқәддәс Роһниң күч-қудритини көрүп, Хуш Хәвәрни қобул қилди. Мән Йерусалимдин башлап Иллирийә өлкисигичә болған һәммә йәрдә Әйса Мәсиһ тоғрисидики бу Хуш Хәвәрни тарқаттим.
Содом, Гомора вә уларниң әтрапидики шәһәрләрниң хәлиқлириниму ядиңлардин чиқармаңлар. Улар худди Худаға бойсунмиған периштәләргә охшаш, Худаға бойсунмай, җинсий әхлақсизлиқ вә ғәйри шәһванийлиқларға берилип кетип, ахири отта көйдүрүлгән. Бу хәлиқләр яманлиқ қилғучиларниң ақивитиниң мәңгүлүк оттин ибарәт екәнлигигә ибрәт қилинди.