Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 1:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 Силәрниң бундақ қийин әһвалларда ишәнчиңлардин тәврәнми­гән­лигиңлар Худаниң қиямәт күнидә чиқиридиған һөкүминиң адил екәнлигини көрситиду. Чүнки Худа силәрниң қийин әһваллар­диму ишәнчиңларда чиң туридиғанлиғиңлардин силәрни Өз Падиша­ли­ғида яшашқа лайиқ һесаплайду. Силәр мана шу Падишалиқ үчүн азап-оқубәт чекиватисиләр.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 1:5
28 Referans Kwoze  

Силәргә қарши турғучилардин қилчә қорқмаңлар. Силәрдики бу ғәйрәт уларниң һалак болидиғанлиғиниң, силәрниң болса, Худа тәрипидин қутқузулидиғанлиғиңларниң бәлгүсидур.


Улар у йәрләр­дә мәсиһийләрниң ишәнчини күчәйтип, давамлиқ Рәббимиз Әйсаға уларни садиқ болушқа илһамландурди. Улар мәсиһийләргә мундақ деди: — Биз Худаниң Падишалиғиға кириш үчүн, чоқум нурғун җапалар­ни бешимиздин өткүзүшимизгә тоғра келиду.


Чүнки Униң һөкүмлири һәқ вә адилдур. У йәр йүзини өз җинсий әхлақсизлиғи билән бузған даңлиқ паһишини сораққа тартип, Өз хизмәткарлириниң қениниң интиқамини алди», дейишәтти.


Бирақ өлгәндин кейин тирилип, асманда яшашқа лайиқ һесапланғанлар хотун­му алмайду, әргиму тәгмәйду.


Қийинчилиқларға бәрдашлиқ бәрсәк, Униң билән биллә һөкүм сүримиз. Биз Униңдин тансақ, Уму биздин таниду.


Шуниң үчүн биз дайим шундақ дуа қилимизки, силәрни чақирған Худа бу улуқ чақириғиға мунасип яшишиңларға ярдәм қилғай. У Өз күч-қудрити билән яхши нийитиңларни һәм ишәнчиңлар билән қилған һәммә ишиңларни әмәлгә ашурғай.


Худаниң пәрзәнтлири екәнмиз, Униң вәдә қилған һәқиқий байлиғиға мирасхормиз, шундақла униңға Әйса Мәсиһ билән биллә мирасхорлуқ қилимиз. Кәлгүсидә Әйса Мәсиһ билән бирликтә Худаниң шан-шәривидин һөзүрлиниш үчүн, бизму һазир Әйса Мәсиһкә охшаш азап-оқубәтләрни тартиватимиз.


Йәнә қурванлиқ суписидин кәлгән бир авазниң: «Әй һәммигә қадир Пәрвәрдигар Худа, һөкүмлириң һәқ вә адилдур», дегәнлигини аңлидим.


Әй Пәрвәрдигар, Сәндин қорқмайдиған ким бар, Намиңни мәдһийилимәйдиған? Чүнки ялғуз бир муқәддәс Өзәңдурсән. Келип пүткүл хәлиқләр, Саңа сәҗдә қилғуси. Чүнки ашкарә болғач Қилғанлириңниң һәққанийлиғи».


Лекин араңларда өзлиригә дағ тәккүзмигән йәнә бир нәччиси бар. Улар ақ тон кийип, Мән билән биллә туриду. Чүнки улар буниңға лайиқтур.


Қериндашлар, силәрниң әһвалиңларму Худаға ишәнгән вә Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған Йәһудийә өлкисидики мәсиһийләр җамаәтлиригә охшайду. Чүнки уларниң шу йәрдики йәһудийлар тәрипидин зиянкәшликкә учриғиниға охшаш, силәрму өз жутдашлириңлар тәрипидин зиян­кәш­ликкә учридиңлар.


Худа Атимизға шүкүр ейтисиләр. Чүнки Худа силәрни йоруқлуқта яшаватқан барлиқ муқәддәс хәлиқниң мирасидин ортақ һөзүрлинишкә лайиқ қилди.


Шу сәвәпләрдин Рәббимизгә хизмәт қилиш йолида мәһбус болған мән силәрдин Худаниң чақириғиға мунасип яшишиңларни өтүнүп сораймән.


Гунайиңға товва қилмай, җаһиллиқ қилишиң билән Худаниң ғәзивини техиму қозғайсән. Худа ғәзәпкә келип, Өзиниң адил һөкүмини жүргүзидиған күни сән өз бешиңға өзәң чиққан болисән.


Лекин Павлус билән Барнаба техиму жүрәклик һалда мундақ деди: — Биз Худаниң сөзлирини алди билән йәһудий қериндашлири­мизға йәткүзүшимиз керәк еди, лекин силәр йәһудийлар уни қобул қилмидиңлар. Өзәңларни мәңгүлүк һаятқа еришишкә лайиқ көрми­диңлар. Шуңа биз силәрдин айрилдиған болдуқ, әнди биз Хуш Хәвәрни йәһудий әмәсләргә йәткүзимиз!


Һәр вақит һошияр болуңлар, йүз беридиған бу аламәтләрдин аман-есән өтәлишиңлар вә қиямәт күни Инсан Оғли алдида қорқмай туралишиңлар үчүн һәр дайим дуа қилиңлар, — деди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite