Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 1:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Қериндашлар, силәр үчүн Худаға һәр дайим шүкүр ейтишни борчимиз дәп билимиз. Чүнки ишәнчиңлар барғансири күчийиватиду, бир-бириңларға болған меһир-муһәббитиңларму чоңқурлиши­ватиду.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 1:3
26 Referans Kwoze  

Әксичә ишәнчиңлар Рәббимиз болған Қутқазғу­чимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқити вә Уни тонушуңлар арқилиқ давамлиқ өсүп барсун. Барлиқ шан-шәрәп Рәббимизгә әбәдил-әбәт мәнсүп болғай!


Әй Рәббимиз сөйгән қериндашлар, силәр үчүн һәр дайим Худаға шүкүр ейтишни борчимиз дәп билимиз. Сәвәви силәрниң Муқәддәс Роһ тәрипидин пак қилинишиңлар вә һәқиқәткә ишинишиңлар арқилиқ Худа силәрни қутқузулушқа алдин-ала таллиди.


Қериндашлар, ахирида биз йәнә шуни демәкчимизки, Худани хурсән қилиш үчүн қандақ яшаш керәклигини биздин үгинивал­диңлар һәм силәр әмәлиятиңлардиму биздин үгәнгиниңлар бойичә шундақ яшаватисиләр. Әнди Худани хурсән қилишқа техиму тириши­шиң­ларни Рәббимиз Әйсаниң нами билән сораймиз.


Мән шуниңға дуа қилимәнки, Худа тоғрисидики билимиңлар вә даналиғиңларниң ешиши арқилиқ меһир-муһәббитиңлар барғансири ешип барсун.


Рәббимиз силәрниң бир-бириңларға вә һәммә адәмләргә болған меһир-муһәббитиңларни бизниң силәргә болған меһир-муһәббитимиздәк толуп таштурғай.


Бағвән Мәндики мевә бәрмәйдиған һәр бир шахни кесип ташлайду. Мевә бәргәнлирини болса, техиму көп мевә бәрсун, дәп путап туриду.


Силәр һәқиқәткә бойсунғанлиғиңлардин қәлбиңлар пак қилинип, мәсиһийләрни сөйидиған сәмимий меһир-муһәббәткә егә болдуңлар. Шуңа бир-бириңларни чин қәлбиңлардин қизғин сөйүңлар.


силәр үчүн хошаллиққа чөмдуқ. Бундақ әһвалда биз Худаниң алдида силәр үчүн қандақму тәшәккүр ейтмай туралаймиз!


Алди билән Әйса Мәсиһ арқилиқ һәммиңлар үчүн Худаға шүкүр ейтимән, чүнки ишәнчиңлар дунияниң һәммила йеридә сөзләнмәктә.


Һаят вақтимда буларни ядиңлар­ға селип, силәрни ойғитип турушни лайиқ көрдүм.


Лекин йеқинда йениңлардин қайтип кәлгән Тимотий ишәнчиң­лар вә меһир-муһәббитиңлар тоғрисида бизгә яхши хәвәр елип кәлди. У силәрниң бизни һәр дайим хурсәнлик билән әсләп турғанли­ғиң­ларни, худди бизниң силәрни көргүмиз кәлгәндәк, силәрниңму бизни көргүңлар кәлгәнлигини ейтти.


Мениң бундақ ойлишим тоғра дәп қараймән. Чүнки силәрниң мениң қәлбимдин алған орнуңлар наһайити муһим. Мәйли мән зинданда кишәнлинип ятқан вақтимда болсун яки сиртта Хуш Хәвәрни қоғдап, униңға гувалиқ бәргән вақтимда болсун, һәммиңлар мән билән биллә Худа­ниң илтипатидин тәң һөзүрләндиңлар.


Һәммә ишларда Рәббимиз Әйса Мәсиһ­ниң нами билән һемишәм Худа Атимизға шүкүр ейтиңлар.


Силәр Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, Худа силәргә меһир-шәпқәт ата қилди. Шу сәвәптин мән силәр үчүн дайим Худаға шүкүр ейтимән.


Он икки шагирти һәзрити Әйсаға: — Ишәнчимизни күчәйткәйсиз, — дейишти.


Лекин сениң иниң өлүп тирилди, йоқилип тепилди. Уни зияпәт қилип күтүвелишимизға тегишлик», дәпту атиси униңға.


Қисқиси, өз хизмәт даиримиздин чиқип, башқиларниң хизмити билән махтанғи­нимиз йоқ. Биз пәқәт ишәнчиңларниң техиму күчийип, араңларда қилған хизмитимизниң техиму кәңийишини үмүт қилимиз.


Қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң қайта келидиған һәм бизниң Униң билән бир йәргә җәм болидиған күнүмиз тоғрисида силәрдин шуни өтүнүп сораймизки,


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite