Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 1:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

12 Буниң билән Рәббимиз Әйса Мәсиһ силәр арқилиқ улуқлиниду вә силәрму У арқилиқ шан-шәрәпкә еришисиләр. Бу Худаниң вә Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқитидин келиду.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 1:12
21 Referans Kwoze  

У вақитта Рәббимиз Өзиниң муқәддәс хәлқи тәрипидин улуқлиниду вә мәдһийилиниду. Шундақла силәрму биз йәткүзгән Хуш Хәвәргә ишәнгәнлигиңлар үчүн, Рәббимизни мәдһийилигәнләр арисида болисиләр.


Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңлар сәвәвидин һақарәткә учрисаңлар, нәқәдәр бәхитликсиләр! Чүнки Худаниң улуқ Роһи силәрниң қәлбиңлардин орун алған.


Мениңки Сениңкидур, Сениңки болса, Мениңкидур. Мениң улуқлуғум улар арқилиқ аян болди.


У қаримаққа аҗизлиқ ичидә чапрас яғачқа миқланған болсиму, лекин Худаниң қудрити билән йәнила һаяттур. Бизму Униңға охшаш қаримаққа аҗиз болсақму, Худаниң қудрити билән Униңға бағлинип яшап, силәргә хизмәт қилмақтимиз.


Мәнки Юһаннадин Асия өлкисидики йәттә мәсиһийләр җамаи­тигә салам! Һазир вә әзәлдин Бар Болған һәм кәлгүсидә Кәлгүчидин, Униң тәхтиниң алдидики йәттә роһтин,


Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нәқәдәр меһир-шәпқәтлик екәнлигини билисиләр. Гәрчә у бай болсиму, силәр үчүн намрат болди. Мәхсәт, Өзи намрат болуш арқилиқ силәрни роһий җәһәттин бай қилиш еди.


Силәр Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, Худа силәргә меһир-шәпқәт ата қилди. Шу сәвәптин мән силәр үчүн дайим Худаға шүкүр ейтимән.


Мән бу хәтни һәммиңларға, йәни Худа меһир-муһәббәт көрсәткән вә У муқәддәс хәлқим, дәп чақирған силәр римлиқларға йезиватимән. Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһ силәргә меһир-шәпқәт вә аман­лиқ ата қилғай!


Чүнки униң әвлатлири чоқум улуқ вә күч-қудрәтлик бир хәлиқ болиду. Мән у арқилиқ дуниядики һәммә хәлиқләргә бәхит ата қилимән.


Сәвәви Худаниң барлиқ инсанларни қутқузидиған меһир-шәпқити аян болди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite