Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 1:10 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси10 У вақитта Рәббимиз Өзиниң муқәддәс хәлқи тәрипидин улуқлиниду вә мәдһийилиниду. Шундақла силәрму биз йәткүзгән Хуш Хәвәргә ишәнгәнлигиңлар үчүн, Рәббимизни мәдһийилигәнләр арисида болисиләр. Gade chapit la |
Силәргә йәткүзгән бу Хуш Хәвәрни биз сөз биләнла әмәс, бәлки Муқәддәс Роһтин кәлгән күч-қудрәт билән, шундақла Худаниң бу Хуш Хәвәр арқилиқ силәрни қутқузидиғанлиғиға болған толуқ ишәнчимиз билән силәргә йәткүздуқ. Биз силәр билән биллә болған чағларда қандақ яшиғанлиғимизни силәр билисиләр. Буларниң һәммиси силәрниң мәнпийитиңлар үчүн еди.