Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 1:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Мәнки Павлус вә мән арқилиқ Силас һәм Тимотийдин Худа Ати­миз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болуп, Салоника шәһиридә яшаватқан мәсиһийләр җамаитигә салам.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 1:1
5 Referans Kwoze  

Мән Силас вә Тимотийлар билән силәргә Хуш Хәвирини йәткүзгән Худа Оғли Әйса Мәсиһ бир дәм «һә-ә», бир дәм «яқ» дәйдиған­лардин әмәстур. У Худаниң пүтүн вәдилиридики «һә-әдур».


Павлуслар Дәрбә вә Листра шәһәрлиригиму кирип өтти. Листрада Тимотий исимлиқ бир мәсиһий бар еди. Униң аниси Әйса Мәсиһкә ишәнгән йәһудий аял еди, атиси болса, грек еди.


Шундақ қилип, әлчиләр, йетәкчиләр вә Йерусалимдики башқа пүтүн мәсиһийләр өзлириниң арисидин бир нәччә адәмни таллап, уларни Павлус вә Барнаба билән биллә Антакяға әвәтишни қарар қилди. Йәһуда (Барсаба дәпму атилиду) билән Силас буниңға тал­лан­ди. Бу иккиси бурундин мәсиһийләрниң һөрмитигә сазавәр болуп кәлгән еди. Хәттә мундақ йезилған:


Павлус билән униң һәмралири сәпирини давамлаштуруп, Амфиполис вә Аполлония шәһәрлиридин өтүп, Салоника шәһиригә кәлди. У йәрдә йәһудийларниң ибадәтханиси бар еди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite