Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 9:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 Чүнки ярдәм бериштә қизғин екәнлигиңларни билимән. Мән Македонийәдики мәсиһийләр алдида Юнан өлкисидики силәрниң өткән жилдин бери, сәдиқә беришкә тәйяр екәнлигиңлардин махтинип кәлдим. Дәл силәрниң бу қизғин­лиғиңлар уларниң көпчилигини сәдиқә топлаш үчүн қозғатти.

Gade chapit la Kopi




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 9:2
14 Referans Kwoze  

Мән силәргә пайдилиқ болған бир тәклипни берәй. Силәр өткән жили пәқәт сәдиқә беришни оттуриға қоюпла қалмай, бәлки уни ихтияр билән әмәлгә ашуруштиму һәмминиң алдида болдуңлар.


Бу сөзлиримни силәр­гә буйруқ тәриқисидә ейтқиним йоқ. Мән меһир-муһәббитиңларниң сәмимийлигини Македонийәдики җамаәтләрниң сәдиқә топлаш җәриянида көрсәткән меһир-муһәббити билән селиштуруш арқилиқ синап көрмәкчимән.


Шуңа силәр һәр қайси җамаәтләр алдида уларға муһәббитиңларни көрситиңлар. Шуниң билән җамаәтләр бизниң силәрдин махтинишимизниң орун­луқ екәнлигини билсун.


Меһир-муһәббәт көрситиш вә яхши иш қилиш үчүн бир-биримизни қандақ илһамландурушни ойлайли.


Юнан өлкисидики әң дәсләптә ишәнгән Истипанас вә униң аилиси­ди­ки­ләрниң өзлирини мәсиһийләрниң хизмитигә чин дили билән атиғанлиғини билисиләр. Қериндашлар, силәрдин өтүнимәнки, бундақ кишиләрниң вә улар билән бирликтә Рәббимизгә хизмәт қиливатқанларниң сөзлиригә кириңлар.


Нәтиҗидә силәрму Македонийә вә Юнан өлкилиридики пүткүл мәсиһийләргә үлгә болдуңлар.


Йәнә келип, у топланған сәдиқиләрни Йерусалимға апириш сәпиридә биз билән һәмсәпәр болуш үчүн, мәсиһийләр җамаәтлири тәрипидин тайинланған еди. Бизниң мәхси­тимиз сәдиқә топлаш арқилиқ Рәббимизни улуқлаш вә ярдәмгә тәйяр екәнлигимизни көрситиштур.


Силәргә ишәнчим камил һәм силәрдин пәхирлинимән. Еғир мүшкүлчиликләрдә қалғанда, силәр арқилиқ тәсәлла тепип, чәксиз хошаллиққа чөмгән едим.


Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһкә әлчи болушқа чақири­лған мәнки Павлус вә қериндишимиз Тимотийдин Коринт шәһири­дики Худаға мәнсүп болған мәсиһийләр җамаитигә, җүмлидин Юнан өлкисиниң һәр қайси җайлиридики Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқигә салам!


Ғаллийо Юнан өлкисиниң һакими болған вақтида, йәһудийлар бирлишип Павлусни тутуп сотқа апирип, униң үстидин:


Мән Йерусалимдин кәткинимгә хелә жиллар болған болуп, бу қетим у йәргә йәһудий қериндашлиримға ярдәм пул йәткүзүп бәргили вә Худаға қурванлиқ қилғили барған едим.


Чүнки Македонийә вә Юнан өлкилиридики мәсиһийләр җамаити сәдиқә топлап, Йерусалимдики мәсиһийләр арисидики йоқсулларға ярдәм беришни лайиқ тапти.


Силәрни униңға махтап бәргән едим, силәрму мени йәргә қаритип қоймидиңлар. Худди силәргә үгәткәнлиримниң һәммиси раст болғинидәк, силәрни Титусқа махтап ейтқанлиримниңму раст екәнлиги әмәлиятиңлар арқилиқ испатлинип чиқти.


Әнди бу хизмәтниң айиғини чиқириңлар. Силәр бу ишни дәсләптә планлиған вақтиңлардикидәк қизғинлиқ билән тамамлаңлар һәм өзәң­лар­ниң ихтисади яр бәргән шараит астида ярдәм қолуңларни сунуң­лар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite