Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 8:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Уларниң өзлүгидин күчиниң йетишичә, һәтта өзигә қалмисиму сәдиқә қилғанлиғиға гувалиқ беримән.

Gade chapit la Kopi




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 8:3
22 Referans Kwoze  

Мәйли әр яки аял болсун, Пәрвәрдигарға һәдийә сунушни халиған исраилларниң һәммиси һәдийәлирини елип келишип, Пәрвәрдигар Муса арқилиқ уларни селишқа буйруған ибадәт җайи үчүн тәғдим қилишти.


«Силәр Пәрвәрдигарға һәдийә сунуңлар, халиғанлар алтун, күмүч, мис,


Бирақ сениң разилиғиңни алмиғачқа, бундақ қилишни халими­дим. Сениң маңа мәҗбурий әмәс, бәлки разимәнлик билән яхшилиқ қилишиңни үмүт қилдим.


Һәр йәкшәнбә күни һәр бириңлар һәптилик тапавитиңларға қарап, униң мәлум қисмини сәдиқигә аҗритип топлаң­лар. Шундақ қилсаңлар, йениңларға барғинимда пул топлинип болған болиду.


Буниң билән Антакядики мәсиһий­ләр һәр бири өз әһвалиға қарап, сәдиқә пул жиғип, Йәһудийә өлкисидә яшайдиған мәсиһийләргә ярдәм беришни қарар қилди.


Әгәр Хуш Хәвәрни өз ихтиярим билән тарқатқан болсам, Худадин һәқ елишим керәк еди. Лекин Худа бу вәзипини маңа тапшурған екән, мән буни бир җавапкәрчилик, дәп орунлаймән.


қойчи қойлириға яхши қариғини­ға охшаш, силәрму Худа силәргә аманәт қилған мәсиһийләр җамаити­ниң һалидин хәвәр елиңлар. Буни мәҗбурийәт, бәлки Худаниң ирадиси бойичә разимәнлик билән қилиңлар. Пул тепиш үчүн әмәс, қизғинлиқ билән қилиңлар.


Кимгә Худа тоғрисида тәлим бериш қабилийити ата қилинған болса, у Худаниң сөзлирини сөзлисун, кимгә башқиларға хизмәт қилиш қабилийити ата қилинған болса, у Худаниң бәргән күч-қудрити билән хизмәт қилсун. Буниң билән һәммә ишта Худа Әйса Мәсиһ арқилиқ мәдһийилиниду. Барлиқ шан-шәрәп вә күч-қудрәт Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!


Шу чағда силәргә шундақ муһәббәт бағлиған едуқки, биз Худаниң Хуш Хәвиринила әмәс, өз җенимизниму тәғдим қилишқа рази едуқ. Чүнки силәрни шу қәдәр яхши көрәттуқ!


Униң силәр үчүн һәм Лаодикия вә Һейраполис шәһиридики қериндашлар үчүн көп әҗир сиңдүрүп кәлгәнлиги тоғрисида силәргә гувалиқ беримән.


Чүнки Худа силәрни өзгәртип, силәргә Өзиниң ирадисини әмәлгә ашуруш үчүн арзу һәм күч-қудрәт бериду.


Шуниңға гувалиқ беримәнки, уларда Худаға нисбәтән һәқиқәтәнму қизғинлиқ бар. Бирақ уларниң бу қизғинлиғи һәқиқий билимгә асасланмиған.


У чағдики хошаллиғиңлар әнди нәгә кәтти?! Ишәнчлик ейталаймәнки, у чағда силәр мүмкин болса, маңа көзлириңларни оюп беришкиму рази едиңлар.


Аял чами йетидиған ишни қилди; Мениң дәпнә қилинишимға тәйярлиқ йүзисидин бәдинимгә алдин-ала әтир сүркәп қойди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite