Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 8:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 Улар бешидин өткүзгән мүшкүл күлпәтләр арқилиқ қаттиқ синалди. Шундақтиму уларниң хошаллиғи толуп тешип, өзлириниң интайин кәмбәғәллигигә қаримай, қоли очуқлуқ вә мәртлик қилди.

Gade chapit la Kopi




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 8:2
20 Referans Kwoze  

Қәдирлик қериндашлирим, қулақ селиңлар, Худа бу дуниядики кәмбәғәлләрни ишәнч җәһәттә бай қилиш һәм уларни Өзини сөйгән­ләргә беришкә вәдә қилған Падишалиғиға ериштүрүш үчүн таллиди.


Сениң азап-оқубәтлириңни вә намратлиғиңни билимән, лекин әмәлиятта сән бай. Өзлирини йәһудий дәвалғанларниң төһмәтлирини билимән. Әмәлиятта улар йәһудий әмәс, бәлки шәйтанниң груһиди­киләрдур.


Қайғу-әләмдә болсақму, һемишәм шат-хораммиз. Намрат болсақму, нурғун кишиләрни роһий җәһәттә бай қиливатимиз. Һеч нәрсимиз йоқ болсиму, һәммигә егимиз.


Силәрниң бу қетимқи сәдиқәңләр ишәнчиңларниң һәқи­қий екәнли­гиниң испатидур. Кишиләр силәрниң өзәңлар етирап қилған Әйса Мәсиһ һәққидики Хуш Хәвәргә садиқ болғанлиғиңлар, шундақла мал-мүлкүңларни өзлири вә көпчилик билән мәртләрчә ортақлаш­қанлиғиңлар үчүн, Худани улуқлайду.


Силәр биздин, шундақла Рәббимиздин үлгә алдиңлар. Чүнки силәр еғир қийинчи­лиқларға қаримай, Муқәддәс Роһ ата қилған шат-хорамлиқ ичидә Худаниң сөзини қобул қилдиңлар.


илһамландуруш болса, илһамландуруңлар; сәдиқә бериш болса, чин көңлүңлар билән сәдиқә бериңлар; йетәкчилик қилиш болса, җавапкәрчилик билән йетәкчилик қилиңлар; рәһим қилиш болса, хошаллиқ билән қилиңлар.


Қериндашлар, силәрниң әһвалиңларму Худаға ишәнгән вә Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған Йәһудийә өлкисидики мәсиһийләр җамаәтлиригә охшайду. Чүнки уларниң шу йәрдики йәһудийлар тәрипидин зиянкәшликкә учриғиниға охшаш, силәрму өз жутдашлириңлар тәрипидин зиян­кәш­ликкә учридиңлар.


Силәрниң һемишәм мәртлик билән башқиларға ярдәм қилишиңлар үчүн, Худа силәрни һәр қайси җәһәтләрдин бәрикәтлик қилиду. Биз силәрниң сәдиқәңләрни еһтияҗлиқ болған­ларға бәргинимиздә, улар Худаға тәшәккүрләр ейтиду.


Бу дунияниң даналиғиға әмәс, бәлки Худаниң шәпқитигә тайинип, жүрүш-турушимизда, болупму силәр билән болған мунасивитимиздә сәмимий вә ақ көңүл болғанлиғимизға вижданимиз гувадур. Биз мана буниң билән пәхирлинимиз.


Өз пулумни өзәм билгәнчә ишлитиш һоқуқум йоқму? Мәртлигимни көрәлмәйватамсән йә?»


Худаниң саңа көрсәткән чоңқур меһриванлиғи, кәңчилиги вә мол сәвир-тақитини сәл чағлаватамсән? Униң саңа меһриванлиқ көрситиштики мәхситиниң сени товва қилидиған йолға башлаш екәнлигини билмәмсән?


Алдинқи хетимни йезишим­дики сәвәп силәрниң һәр қандақ ишта мениң сөзүмни аңлайдиған яки аңлимайдиғанлиғиңларни синаш үчүн еди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite