Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 8:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Қериндашлар, силәргә Худаниң Македонийә өлкисидики мәсиһий­ләр җамаәтлиридә көрсәткән меһир-шәпқити тоғрисида ейтмақ­чи­миз.

Gade chapit la Kopi




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 8:1
15 Referans Kwoze  

Бу мәхсәткә йетиш үчүн, Әйса Мәсиһтин кәлгән, һаятимда намайән болуватқан зор күчкә тайинип, тиришип-тирмишип ишләватимән.


Әмәлиятта силәр пүтүн Македонийә өлкисидики қериндашларға шундақ қиливатисиләр. Шундақ болсиму, қериндашлар, меһир-муһәббәт көрситиштә техиму тиришишиңларни сораймиз.


Лекин һазир әлчи болушум Худаниң маңа көрсәткән меһир-шәпқити арқилиқ болди. Униң маңа қилған меһир-шәпқити бекарға кәтмиди. Чүнки Худаниң хизми­тидә әлчиләрниң һәммисидин көп әҗир сиңдүрдүм. Әмәлиятта мән өз күч-қабилийитим билән әмәс, бәлки маңа меһир-шәпқәт көрсәткән Худаниң күчи билән ишлидим.


Шу күни кәчтә Павлусқа бир ғайибанә аламәт көрүнүп, македонийәлик бир киши униң алдида өрә туруп: — Деңиздин өтүп, Македонийә өлкисигә келип, бизгә ярдәм бәр­сиңиз! — дәп тәләп қилди.


Мән Худаниң муқәддәс хәлқи ичидики әң әрзимәс бири болсамму, Худа маңа меһир-шәпқәт көрситип, мени Әйса Мәсиһ арқилиқ еришидиған вә инсанлар тәсәввур қилалмайдиған һәқиқий байлиқни йәһудий әмәсләргә йәткүзүп беришкә таллиди.


Чүнки ярдәм бериштә қизғин екәнлигиңларни билимән. Мән Македонийәдики мәсиһийләр алдида Юнан өлкисидики силәрниң өткән жилдин бери, сәдиқә беришкә тәйяр екәнлигиңлардин махтинип кәлдим. Дәл силәрниң бу қизғин­лиғиңлар уларниң көпчилигини сәдиқә топлаш үчүн қозғатти.


Чүнки Македонийә вә Юнан өлкилиридики мәсиһийләр җамаити сәдиқә топлап, Йерусалимдики мәсиһийләр арисидики йоқсулларға ярдәм беришни лайиқ тапти.


Барнаба йетип берип, Худаниң у йәрдики хәлиққә бәхит ата қилғанлиғини көрүп, хошал болди. У көпчиликни җан-дили билән Рәббимиз Әйсаға садиқ болушқа илһамландурди.


Силәр билән биллә болған вақитлиримда, еһтияҗим болсиму, һеч қайсиңларға еғирчилиғимни салмидим. Чүнки Македонийә өлкисидин кәлгән қериндашлар кам-котамни толуқлап бәрди. Һеч қандақ ишта силәргә жүк болмай кәлдим, буниңдин кейинму жүк болмаймән.


Силәр қилған бу ярдәм Йерусалимдики мәсиһийләрниң еһтияҗини қанду­­рупла қалмай, уларниң Худаға болған шүкүрлирини техиму ашуриду.


Мабада Македонийәдики бәзи қериндашлар мән билән биллә берип, силәрниң тәйярлиқ қилми­ғанлиғиңларни көрсә, силәр бир яқта қелип, силәргә болған күчлүк ишәнчим сәвәвидин мән хиҗаләт болуп қелишим турған гәп.


Мән Йерусалимдин кәткинимгә хелә жиллар болған болуп, бу қетим у йәргә йәһудий қериндашлиримға ярдәм пул йәткүзүп бәргили вә Худаға қурванлиқ қилғили барған едим.


Икки миң тәңгә алған чакарму келип: «Ғоҗайин, сиз маңа икки миң тәңгә тапшурған едиңиз. Қараң, йәнә икки миң тәңгә пайда алдим», дәпту.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite