Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 6:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Башқиларниң ишәнчигә тосалғу болидиған ишларни қилип, әлчилик хизмитимизгә дағ кәлтүрмәйватимиз.

Gade chapit la Kopi




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 6:3
11 Referans Kwoze  

Шуниң үчүн бир-бириңларни әйипләшни тохтитиңлар. Қеринди­шиң­ларни тоғра йолдин аздуруп, уларни гунаға жиқитишқа сәвәп болидиған һәр қандақ иш қилмаслиқни қарар қилиңлар.


Башқа тәлим бәргүчиләрниң силәрдин тәминлиниш һоқуқи болған йәрдә, бизниң тәминлиниш һоқуқумиз техиму болмамду? Лекин биз бу һоқуқумиздин пайдиланмидуқ. Әксичә Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәрниң тарқилишиға тосалғу болуп қалмасли­ғимиз үчүн, һәр қандақ ишқа бәрдашлиқ бериватимиз.


Бирақ баҗ жиққучи­ларниң чишиға тәгмәйли, көлгә берип қармақни ташла. Тутқан биринчи белиқниң ағзини ачсаң, бир тәңгә пул чиқиду. Уни елип иккимизниң беҗи үчүн уларға бәр, — деди.


Худа тоғрисидики билимни тонуп йәтмигәнликтин виждани асанла азаплинидиған мәсиһийләрниң арисида уларға охшаш яшавати­мән. Бундақ қилишимдики мәхсәт, уларниң ишәнч­ини мустәһкәм­ләштур. Барлиқ чариләрни ишлитип техиму көп киши­ләр­ниң қутқузу­луши үчүн, мәйли мән қандақла кишиләрниң арисида болай, Худа мәнъий қилмиғанла болса, шу кишиләрниң адәтлири бойичә яшаймән.


Башқиларниң камчилиқ тепиши­ниң алдини елиш үчүн, мәртләрчә берилгән бу сәдиқиләрни башқурушта еһтият қилип, у қериндишимизни биллә елип беришни лайиқ таптуқ.


Бу дунияниң даналиғиға әмәс, бәлки Худаниң шәпқитигә тайинип, жүрүш-турушимизда, болупму силәр билән болған мунасивитимиздә сәмимий вә ақ көңүл болғанлиғимизға вижданимиз гувадур. Биз мана буниң билән пәхирлинимиз.


Лекин кимду-ким Маңа ишәнгән бундақ кичикләрдин бирини гунаға аздурса, шу адәм үчүн ейтқанда бойниға йоған түгмән теши есилған һалда деңизниң әң чоңқур йеригә чөктүрүлгини әвзәл.


Бундақ болғанда, бизниң бу кәспимизниң намиға дағ чүшүш ховупи болупла қалмай, бәлки улуқ аял худайимиз Артемисниң бутханисиму қәдирләнмәй, һәтта Асия өлкиси вә пүткүл йәр йүзидикиләр ибадәт қилип кәлгән аял худайимизниң шан-шәривиниң йоқилиш ховупиму болиду! — деди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite