Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 4:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

4 Чүнки бу дунияниң һөкүмрани болған шәйтан Худаниң обризи болған Әйса Мәсиһниң улуқлуғини билдүридиған Хуш Хәвәрниң нури ишәнмәйдиғанларниң дилини йорутмисун дәп, уларниң әқлини ишлимәс қилип қойди.

Gade chapit la Kopi




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 4:4
42 Referans Kwoze  

У вақитта исраилларниң әқли қетип кәткән еди. Улар таки бүгүнгичә Кона келишим, йәни Тәвратни оқуғинида, әқли гоя шу пәрәнҗә билән йепивелинғандәк турмақта. Чүнки бу пәрәнҗә пәқәт Әйса Мәсиһ арқилиқла еливети­лиду.


Сән қараңғу­луқ­та яшаватқанларниң көзлирини ечип, уларни зулмәттин йоруқлуқ­қа, шәйтанниң илкидин Худаниң Падишалиғиға башлайсән. Буниң билән уларниң гуналири кәчүрүм қилиниду. Шундақла улар Маңа ишиниш арқилиқ пак қилинғанларниң арисидин орун алиду!» деди.


Бизгә мәлумки, биз Худаға мәнсүпмиз. Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләр болса, шәйтанниң башқурушидидур.


Чүнки дунияни яратқанда «Нур қараңғулуқтин чақнисун», дәп әмир қилған Худа бизниң Өзиниң Әйса Мәсиһ арқилиқ аян қилған улуқлу­ғини тонуп йетишимиз үчүн, Хуш Хәвәрниң нури билән қәлбимизни йорутти.


У чағларда силәр бу дунияниң яман йоллирида маңған едиңлар, яман роһларниң һөкүмрани болған һәм кишиләрни Худаға бойсунмаслиққа аздури­диған шәйтанға бойсунуп яшидиңлар.


Чүнки биз инсанларға әмәс, бәлки яман роһий күчләр дуниясидики һөкүмранларға, һоқуқдарларға, бу қараңғу дунияниң көрүнмәс күчлиригә вә башқа яман роһий күчләргә қарши җәң қиливатимиз.


Бу дуния әнди сораққа тартилиду. Бу дунияниң һөкүмдари — шәйтанму әнди ағдурулиду.


Һәзрити Әйса йәнә көпчиликкә мундақ деди: — Дунияниң нури Өзәмдурмән. Маңа әгәшкәнләр қараңғулуқта қалмайду, әксичә һаятлиқ нуриға еришиду.


— Нурниң араңларда чақнайдиған вақти узун әмәстур. Шуңа қараңғулуқниң силәрни бесивалмаслиғи үчүн, Нур бар вақтида давам­лиқ меңиңлар. Қараңғулуқта маңған киши өзиниң қәйәргә кетиват­қан­лиғини билмәйду.


Силәр билән сөзлишидиған вақит көп қалмиди, чүнки бу дунияниң һөкүмдари — шәйтан келиш алдида туриду. Униң Мени бесип чүшкидәк қудрити әсла йоқтур.


Бизләр­дики пәрәнҗиләр еливетилгәчкә, Рәббимизниң улуқлуғини көрүватимиз. Буниң билән биз Рәббимизгә охшаш болушқа өзгәртилип, бара-бара Униң улуқлуғини техиму әкис әттүрүватимиз. Бу Рәббимиздин, йәни Муқәддәс Роһтиндур.


Худа бу сирниң силәр йәһудий әмәсләргиму һәқиқий улуқлуқ елип келидиғанлиғини Өз муқәддәс хәлқигә билдүрүшни халиди. Бу сир дәл Әйса Мәсиһниң қәлбиңларда екәнлигидур. Бу силәр үмүт қилған улуқлуққа кәлгүсидә еришишиңларниң капали­ти­дур.


Әйса Мәсиһ көз билән көргили болмайдиған Худаниң обризидур. У барлиқ мәвҗудатлардин бурун моҗут болған болуп, улардин үстүн туриду.


Лекин бу әмирни йеңи әмир десәкму болиду, чүнки униң һәқиқәт екәнлиги Әйса Мәсиһниң һаятида вә силәрниң һаятиңларда намайән болди. Қараңғулуқ ахирлашмақта, һәқиқий йоруқлуқ болса, өз нурини чечишқа башлимақта.


У тәбиити җәһәттә Худа болсиму, Худа билән тәң орунда турушум керәк, демиди.


«Сөз» инсан болди һәм аримизда яшиди. У меһир-шәпқәт вә һәқиқәткә толған болуп, биз Униң улуқлуғини, йәни Атимиз Худаниң бирдин-бир ялғуз Оғлиниң улуқлуғини көрдуқ.


У Атиси Худаниң улуқлуғидин парлиған нур, Атисиниң тәбиитиниң һәқиқий обризидур. У Өз сөзиниң қудрити билән пүткүл каинатниң моҗутлуғини давамлаштурмақта. У Өзини қурван қилиш төләмигә инсанларниң гуналиридин паклиниш йолини ечип бәргәндин кейин, асмандики Худаниң оң йенида олтарди.


Биз улуқ Худа болған Қутқазғучимиз Әйса Мәсиһниң шан-шәрәп билән қайта келишидин ибарәт мубарәк үмүтүмизниң әмәлгә ешишини интизарлиқ билән күтимиз.


Улар ахирқи замандики соал-сорақниң чоқум болиди­ған­лиғиға қайил болиду, чүнки Худа бу дунияниң һөкүмдари болған шәйтанни сораққа тартти.


Шуниң билән биз бурунқи пәйғәмбәрләрниң Әйса Мәсиһ һәққидә ейтқан сөзлириниң ишәнчлик екәнлигини һәқиқий чүшәндуқ. У сөзләргә қулақ салсаңлар, яхши қилған болисиләр. Чүнки таң сүзүл­гичә, йәни таң юлтузи Әйса Мәсиһ келип, қәлбиңларни толуқ йорут­қичә, бу сөзләр худди қараңғулуқта йолни йорутуп беридиған чираққа охшаш чақнап туриду.


Вақитлиқ жүргүзүлгини улуқ болған йәрдә, мәңгү жүргүзүлидиғини техиму улуқ болмамду?!


Һәргиз ундақ әмәс! Демәкчи болғиним шуки, бутпәрәсләр қурванлиқлирини Худаға әмәс, җинларға атайду. Силәрниң җинлар билән шерик болушуңларни халимаймән.


Мени көргәнләр Мени Әвәткүчиниму көргән болиду.


Мән уларниң арисида башқа һеч ким қилип бақмиған ишларни қилмиған болсам, уларниң гуналири гуна дәп қаралматти. Әмәлиятта улар Мениң қилған ишлиримни көргән, шундақтиму йәнә Мәндин вә Атамдин нәпрәтләнди.


Худани һеч ким көрүп баққан әмәс, бирақ Уни Атимиз Худаниң һәмрайи вә ялғуз Оғли, шундақла Өзи Худа болған Әйса Мәсиһ бизгә билдүрди.


Бу тәлимләр мәдһийиләшкә мунасип болған Худа тәрипидин маңа аманәт қилинған улуқ Хуш Хәвәргә асасланған.


Тикәнләрниң арисиға чечилғини шундақ адәмләргә тәмсил қилинғанки, бу адәмләр Худаниң сөзини аңлисиму, лекин көңлигә бу дунияниң әндишилири, байлиқниң езиқтуруши киривелип, Худаниң сөзини боғуветидудә, улар һосулсиз қалиду.


Улар Қутқазғучи-Мәсиһниң җәзмән өлтүрүлүп, һәммидин бурун өлүмдин мәңгүгә тирилдүрүлүп, Өз хәлқи һәм пүткүл дуния хәлқигә ниҗатлиқ нурини елип кәлгәнлигини алдин-ала ейтқан еди.


Буниңдики мәхсәт, шәйтан тәрипидин аздурулуп кәтмәслигимиз үчүндур. Чүнки биз шәйтанниң һейлә-микирлирини яхши билимиз.


Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәрни йәткүзүш мәхситидә Троас шәһиригә барғинимда Рәббимиз үчүн хизмәт қилишқа пурсәт берилгән болсиму,


Әйса Мәсиһ Худа Атимизниң ирадиси бойичә гуналиримиз үчүн Өзини пида қилип, бизни бу яман дуниядин қутқузди.


Бәзи адәмләрни товва қилдуруп, қайтидин Худа йолиға башлаш мүмкин әмәс. Чүнки улар бир чағларда Худаниң нури билән йорутул­ған, Худаниң илтипатидин һөзүрләнгән, Муқәддәс Роһқа ортақ болған,


Лекин қериндишиға өчмәнлик қилған киши қараңғулуқтидур. У қараңғулуқта маңиду вә қәйәргә кетиват­қанлиғини билмәйду, чүнки қараңғулуқ униң көзлирини кор қили­вәткән.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite