Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 4:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 Уятлиқ, йошурун ишларни қилиш­тин жирақ туруп, һейлә-микирлик қилмаймиз, Худаниң сөзини бурмилимаймиз. Әксичә һәқиқәтни өз пети ейтимиз. Буниң билән биз өзимизни Худа алдида һәммә кишигә билдүримиз, уларму өз қәлбидә бизниң қандақ адәм екәнлигимизни билиду.

Gade chapit la Kopi




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 4:2
16 Referans Kwoze  

Әлвәттә, Худаниң сөзини пайда көзләп бурмилай­ди­ғанлар һәргиз бундақ вәзипиниң һөддисидин чиқалмайду. Биз болсақ, ундақ адәмләрдин әмәсмиз. Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлар һәм Худа тәрипидин әвәтилгәнләр болғачқа, Худа алдида Худаниң сөзини сәмимий йәткүзүватқанлардурмиз.


Рәббимиздин әйминишни билгән екәнмиз, инсанларни бу һәқтә қайил қилишқа тиришимиз. Бизниң қандақ адәм екәнлигимиз Худаға аян. Вижданиңларниңму бизниң қандақ адәм екәнлигимизни тонуп йетишини үмүт қилимән.


Шуниң үчүн Рәббимиз қайтип кәлмигичә, башқиларниң хизмитигә баһа бәрмәңлар. Чүнки У қайтип кәлгәндә, кишиләрниң қараңғулуқ ичидә йошурунған барлиқ ишлирини йоруқлуққа чиқириду вә инсанларниң қәлбидики мәхсәтлирини ашкарилайду. У чағда Худа һәр кимни өзигә тегишлик махташқа сазавәр қилиду.


Бирақ Һава аниниң һелигәр илан тәрипидин аздурулғинидәк, силәрниңму сахта әлчиләр тәрипи­дин аздурулуп, Әйса Мәсиһкә болған сәмимий вә пак қәлбиңларниң булғинишидин әнсирәймән.


Уларниң йошурун қилған шумлуқлирини тилға елишму номустур.


Силәрни униңға махтап бәргән едим, силәрму мени йәргә қаритип қоймидиңлар. Худди силәргә үгәткәнлиримниң һәммиси раст болғинидәк, силәрни Титусқа махтап ейтқанлиримниңму раст екәнлиги әмәлиятиңлар арқилиқ испатлинип чиқти.


Бу Хуш Хәвәрдин номус қилмаймән, чүнки бу Хуш Хәвәр арқилиқ Худаниң күч-қудрити аян болуп, Әйса Мәсиһкә ишәнгән һәр бир киши қутқузулиду. Бу Хуш Хәвәр авал йәһудийларға, кейин йәһудий әмәсләргә тарқитилған.


Шундақ болғанда, биз кишиләрниң һейлә-микирлиригә гөдәк балилардәк алдинип, һәр хил ғәйри тәлимат­ларниң шамили вә долқунлиридин тәвринип кәтмәймиз.


Гәп қилишта маһир болмисамму, лекин билимим бар. Қиливатқан һәр бир хизмитим буни һәр җәһәттин очуқ испатлап турупту.


Бу дунияниң даналиғиға әмәс, бәлки Худаниң шәпқитигә тайинип, жүрүш-турушимизда, болупму силәр билән болған мунасивитимиздә сәмимий вә ақ көңүл болғанлиғимизға вижданимиз гувадур. Биз мана буниң билән пәхирлинимиз.


Силәр һазир номус дәп қариған бурунқи ишлардин шу чағда зади немә пайда тапқан едиңлар? У ишларниң ақивити өлүмдур.


Һөрмәткиму сазавәр болдуқ, һақарәт­ләр­гиму учридуқ. Әйипкиму буйрулдуқ, махташқиму муйәссәр болдуқ. Кишиләр бизни алдамчиму деди, бирақ биз дурус кишиләр­миз.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite