Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 4:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Худа рәһим-шәпқити билән бу хизмәтни бизгә бәргән екән, җасаритимизни йоқатмаймиз.

Gade chapit la Kopi




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 4:1
19 Referans Kwoze  

Лекин силәр, қериндашлар, яхши ишларни қилиштин бошашмаңлар.


Шуңа яхши ишларни қилиштин бошашмайли. Шундақ қилсақ, вақти кәлгәндә чоқум мол һосул алалаймиз.


Шуңа мениң силәр үчүн тартқан азап-оқубәтлиримдин роһсизлинип кәтмәй, әксичә буниңдин пәхирлинишиңларни өтүнимән.


Мән маңа күч-қудрәт ата қилғучи Рәббимиз Әйса Мәсиһ­кә тайинип, Худа мәндин тәләп қилған һәр қандақ ишни қилалай­мән.


Шуңа җасаритимизни йоқатмаймиз. Тенимиз барғансири харап болсиму, роһумиз күндин-күнгә йеңиланмақта.


Шундақ, сән сәвир-тақәт қилдиң, Маңа ишәнгән­лигиң сәвәвидин келип чиққан җапа-мәшәқәткә бәрдашлиқ бәрдиң вә һармидиң.


Роһуңлар чүшүп, җасаритиңларни йоқатмаслиғиңлар үчүн, Әйса Мәсиһниң гунакарларниң шунчә хорлашлириға қандақ бәрдашлиқ бәргәнлигини ойлап көрүңлар.


У бизни Йеңи келишимниң хизмәткарлири қилиш үчүн қабилийәтлик қилди. Бу келишим йезиқ билән хатириләнгән Тәврат қануниға әмәс, бәлки Муқәддәс Роһқа асасланған. Чүнки йезиқ билән хатириләнгән Тәврат қануниға һеч ким толуқ риайә қилалмиғачқа, у инсанларға мәңгүлүк өлүм елип келиду. Муқәддәс Роһ болса гунайиға товва қилғанларға мәңгүлүк һаят ата қилиду.


Бурун силәр Худаниң хәлқи әмәс едиңлар, лекин әнди Худаниң хәлқисиләр. Бурун силәр Худаниң рәһим-шәпқитигә еришмигән едиңлар, лекин әнди ериштиңлар.


Мән бурун Әйса Мәсиһкә күпүрлүк қилип, Униңға ишәнгүчиләргә зиянкәшлик қилған рәһимсиз бир адәм болсамму, У йәнила маңа рәһим қилди. Чүнки мән бу ишларни наданлиқ вә Әйса Мәсиһкә болған ишәнмигәнлигимдин қилған едим.


Буларниң һәммиси Худадиндур. Худа Әйса Мәсиһ арқилиқ бизни Өзи билән яраштурди, шундақла бизгә кишиләрни Өзи билән яришишқа чақириш вәзиписини тапшурди.


Биздә шундақ бир үмүт болғачқа, жүрәклик һалда Хуш Хәвә­рни йәткүзүватимиз.


Хетиңлардики бойиға йәткән қизлар мәсилисигә кәлсәк, Рәбби­миз­дин улар тоғрисида бирәр әмир алмидим. Шундақтиму өз пикирли­римни оттуриға қоймақчимән. Рәббимиз маңа рәһим-шәпқәт көрсәт­кәнлиги үчүн, мениң сөзлирим ишәнчликтур.


Һәзрити Әйса шагиртлириға бошашмастин, һемишәм дуа қилип туруш керәклиги тоғрисида йәнә бир тәмсил сөзләп бәрди:


Аполлос яки мәнки Павлус силәрниң бөлүнүшүңларға сәвәп болғи­дәк муһим кишиләрдин әмәсмиз. Биз пәқәт Худа йолида силәрни Рәббимизгә ишинишкә башлайдиған хизмәткарлармиз. Рәббимиз һәр биримизгә бирдин вәзипә бәргән.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite