10 Әмәлиятта, бурунқи улуқлуқни һазирқи техиму шанлиқ улуқлуқ билән селиштурғанда, һеч қанчә әмәстур.
Әйса Мәсиһ муқәддәс тағда Худа Атимиздин шан-шәрәп вә улуқлуққа еришкәндә, улуқ Худаниң: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән Униңдин хурсәнмән», дегән авази аңланди.
У йәрдә әсла кечә болмайду, нә чирақ нуриға, нә қуяш нуриға һаҗити чүшмәйду. Чүнки Пәрвәрдигар Худа уларниң йоруқлуғи болуп, улар әбәдил-әбәт һөкүм сүриду.
Чүш вақтида йолда кетиветип, асмандин чүшкән қуяш нуридинму күчлүк бир нурниң әтрапимни вә биллә кетиватқанларни йорутувәткәнлигини көрдүм.
Йәни инсанға җаза елип келидиған Тәврат қануни улуқ болған йәрдә, инсанни һәққаний қилидиған Йеңи келишим техиму улуқ болмамду?!
Вақитлиқ жүргүзүлгини улуқ болған йәрдә, мәңгү жүргүзүлидиғини техиму улуқ болмамду?!