Яки силәр бизни «Алдимизда әзәлдин бери өзини ақлап келиватиду», дәп ойлаватамсиләр? Биз ундақ қилмидуқ. Биз пәқәт Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған кишиләр сүпитидә Худа алдида сөзләватимиз. Сөйүмлүк қериндашлар, биз қиливатқан һәммә иш силәрниң ишәнчтә йетилишиңлар үчүндур.
Өзәмму силәргә дегәнлирим бойичә иш қилимән. Мән һәр қайси җәһәттин һәммә адәмни хурсән қилишқа тиришимән. Чүнки мән өз мәнпийитим үчүн әмәс, бәлки көпчиликниң қутқузулуши үчүн уларниң мәнпийитини көзләймән.
Мән Худа маңа ата қилған меһир-шәпқәт билән бу Хуш Хәвәрни йәткүзүш арқилиқ бу имарәтниң һулини худди бир уста қурулушчидәк қойдум. Башқилар силәргә тәлим бериш арқилиқ бу һулниң үстигә имарәт селиватиду. Бирақ һәр ким бу имарәтниң тоғра селинишиға диққәт қилсун.