Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 2:9 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

9 Алдинқи хетимни йезишим­дики сәвәп силәрниң һәр қандақ ишта мениң сөзүмни аңлайдиған яки аңлимайдиғанлиғиңларни синаш үчүн еди.

Gade chapit la Kopi




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 2:9
15 Referans Kwoze  

Силәр Әйса Мәсиһкә толуқ бойсунғандин кейин, араңлардики һәр хил бойсунмаслиқта турувалғучиларни җазалашқа тәйярмиз.


Сөзүмни аңлайдиған­лиғиңға вә сориғанлиримдин артуқ орунлайдиғанлиғиңға чоңқур ишинип, бу хәтни яздим.


Силәргә мәлумки, Тимотий өзиниң яхши бир ярдәмчи екәнлигини испатлиди. У худди оғулниң атисиға ярдәм қилғиниға охшаш, Хуш Хәвәр йәткүзүш йолида мән билән биллә ишлиди.


Әгәр ушбу хетимиздики сөзләрни қобул қилмайдиғанлар болса, улардин һәзәр әйләңлар, уларни уялдуруш үчүн улар билән арилашмаңлар.


Шуңлашқа, әзиз қериндашлирим, мән араңлардики вақтимда һемишәм сөзүмни аңлиғиниңлардәк, силәрдин айрилған мошу вақит­лардиму сөзүмни техиму яхши аңлаңлар. Худадин қорқуп вә Уни чоңқур һөрмәтләп, Худа силәрни қутқузғанда ата қилған йеңи һаятни турмушуңларға өзләштүрүшкә тиришиңлар.


Шуңа силәр һәр қайси җамаәтләр алдида уларға муһәббитиңларни көрситиңлар. Шуниң билән җамаәтләр бизниң силәрдин махтинишимизниң орун­луқ екәнлигини билсун.


Буниң билән Пәрвәрдигар Мусаға: — Мән асмандин йемәклик яғдуримән. Исраиллар һәр күни чиқип шу күнлүк озуғини жиғивалсун. Бу арқилиқ Мән уларни синап, уларниң йол-йоруқлиримға бойсунған яки бойсунмиғанлиғиға қараймән.


Шуниң үчүн йениңларға беришниң орниға хәт яздим. Мәхситим, йениңларға барған вақтимда мени хошал қилишқа тегишлик болған силәрниң әксичә мени қайғуға салмаслиғиңлар үчүндур. Мән ишинимәнки, мениң хошал­лиғим силәрниң хошаллиғиңлардур.


У хәтни силәрни ғәм-қайғуға селиш үчүн әмәс, бәлки мениң силәргә болған чоңқур муһәббитимни чүшинишиңлар үчүн, қаттиқ қайғу-әләм ичидә көз яшлиримни төкүп туруп язған едим.


Шуниң үчүн униңға муһәбби­тиңларни көрситишиңларни сораймән.


Улар бешидин өткүзгән мүшкүл күлпәтләр арқилиқ қаттиқ синалди. Шундақтиму уларниң хошаллиғи толуп тешип, өзлириниң интайин кәмбәғәллигигә қаримай, қоли очуқлуқ вә мәртлик қилди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite