8 Шуниң үчүн униңға муһәббитиңларни көрситишиңларни сораймән.
Шуниң үчүн пурсәт болсила башқиларға, болупму мәсиһий қериндашлиримизға яхши ишларни қилип берәйли.
Қериндашлар, силәр әркинликкә чақирилдиңлар, лекин бу әркинлигиңлар гунакар тәбиитиңларниң арзулирини қандурушниң баниси болуп қалмисун. Әксичә буни бир-бириңларға меһир-муһәббәт билән хизмәт қилишниң пурсити, дәп билиңлар.
Әнди уни кәчүрүңлар вә униңға тәсәлла бериңлар. Болмиса у һәддидин артуқ қайғуруп кетиду.
Алдинқи хетимни йезишимдики сәвәп силәрниң һәр қандақ ишта мениң сөзүмни аңлайдиған яки аңлимайдиғанлиғиңларни синаш үчүн еди.