16 Бу хушпурақ һалак болидиғанлар үчүн өлүм пуриғи болса, қутқузулидиғанлар үчүн һаятлиқ пуриғидур. Бундақ зор вәзипиниң һөддисидин ким чиқалайду?
— Дуниядики адәмләр үстидин һөкүм чиқарғили кәлдим, корларни көридиған қилиш, көримән дәйдиғанларға уларниң кор екәнлигини көрситиш үчүн кәлдим, — деди һәзрити Әйса.
Шимон уларға бәхит тиләп, Мәрийәмгә мундақ деди: — Мана! Бу Бала Худа тәрипидин Исраилдики нурғун кишиләрниң һалак болуши вә нурғун кишиләрниң қутқузулуши үчүн тайинланди. Гәрчә У Худаниң бешарити болсиму, нурғун кишиләр Уни һақарәтләп, рәт қилиду.
Лекин һазир әлчи болушум Худаниң маңа көрсәткән меһир-шәпқити арқилиқ болди. Униң маңа қилған меһир-шәпқити бекарға кәтмиди. Чүнки Худаниң хизмитидә әлчиләрниң һәммисидин көп әҗир сиңдүрдүм. Әмәлиятта мән өз күч-қабилийитим билән әмәс, бәлки маңа меһир-шәпқәт көрсәткән Худаниң күчи билән ишлидим.
Ахмаққа охшап қалдим, мениң бундақ болушумға силәр сәвәпчи. Мән әслидә силәрниң махтишиңларға еришишим керәк еди. Чүнки һәр қанчә болсамму, силәр дәриҗидин ташқири дәп қариған әшу әлчиләрдин һәр тәрәптин қелишмаймән.