Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 12:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған бир адәмни тонуймән. У он төрт жил илгири асманға көтирилди. У көтирилгәндә, тени көтирилдиму яки роһи көтирилдиму билмәймән, буни Худа Өзи билиду.

Gade chapit la Kopi




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 12:2
40 Referans Kwoze  

Кейин Йерусалимға қайтип кәлдим. Мәркизий ибадәтханида дуа қиливатқинимда, көзүмгә бир ғайибанә аламәт көрүнди.


Муқәддәс Роһниң мени дәрһал илкигә елиши билән асманда бир тәхт вә униңда олтарған Бирини көрдүм.


Кейин һаят яшаватқан бизләр, йәни бу дунияда һаят кәчүрүватқанлар әшу өлгәнләр билән бирликтә Рәббимиз билән асманда көрүшүш үчүн булутлар арисиға көтири­ли­миз. Шуниңдин кейин Рәббимиз билән мәңгү биргә болимиз.


Немә үчүн силәрдин һәқ алми­дим? Силәрни сөймәйдиғанлиғимдинму? Худаға аянки, силәрни сөйимән!


Аял бир бала, йәни пүтүн әлләрни төмүр калтәк билән башқуридиған бир оғул туғди. Бала тәхттә олтарған Худаниң алдиға дәрһал елип чиқилди.


Шуңа Әйса Мәсиһ Худаниң һозурида болуп бизгә вәкиллик қилиш үчүн, асмандики ибадәт җайиға тәхлит қилинған, адәм қоли билән ясалған муқәддәс җайға әмәс, бәлки асманниң өзигә кирди.


Йәргә чүшкәнму У, асманға чиққанму У. Буниңдики мәхсәт, Өз һөкүмранлиғини пүткүл каинат­қа орнитиштур.


Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, хәтнә қилиш яки қилмаслиқ муһим әмәс, пәқәт меһир-муһәббәт арқилиқ ипадиләнгән ишәнчла муһим, дәп қараймиз.


У чағда Йәһудийә өлкисидики Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған мәсиһийләр җамаәтлири шәхсән мени тонуматти.


Бир киши Әйса Мәсиһкә мәнсүп болидикән, у йеңидин яралған адәмдур. Униң кона һаяти ахирлишип, йеңиси башланған болиду.


Зинданда мән билән биллә ятқан йәһудий қериндашлирим Андорник вә Юнийәгә салам ейтқайсиләр. Улар мәндин бурун Әйса Мәсиһкә ишәнгән болуп, тонулған әлчиләрдур.


Жиғинчақлап ейтсақ, Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлар әнди җазаға мәһкүм қилинмайду.


Бу иштин хәвәр тапқан Павлус билән Барнаба шәһәрдин қечип, Ликавуня районидики Листра вә Дәрбә шәһәрлири һәм әтраптики җайларға берип, Хуш Хәвәрни давамлиқ тарқитивәрди.


Тенимни йегән вә қенимни ичкән киши Мәндә яшайду, Мәнму униңда яшаймән.


У бәхит тиләветип, улардин айрилип асманға көтирилди.


Рәббимизниң күнидә Муқәддәс Роһниң мени илкигә елиши билән, кәйнимдин кәлгән канай авазиға охшап кетидиған үнлүк бир авазни аңлидим.


Ишәнчиңларниң һәққиқий яки әмәслигини билиш үчүн өз-өзәңларни тәкшүрүп көрүңлар, синап беқиңлар. Әйса Мәсиһниң араңларда екәнлигини билишиңлар керәк. Ундақ болмиғанда, бу силәрниң синақтин өтәлмигиниңлар болмамду?!


Худа бизниң Әйса Мәсиһ арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалинишимиз үчүн, гунасиз Мәсиһни гунайимизниң қурвани қилди.


Силәр Худаниң ирадиси бойичә Әйса Мәсиһкә мәнсүп болдуңлар. Худа Уни бизниң даналиғимизниң мәнбәси қилди. Биз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа алдида һәққаний адәм дәп җакаландуқ. У бизни пак қилип, гунаниң қуллуғидин азат қилди.


Әйса Мәсиһкә хизмәт қилиш йолида биргә ишлигән хизмәтдаш­лирим Прискила билән ери Аквилаға салам ейтқайсиләр.


Әйса Мәсиһкә хизмәт қилиш йолида биргә ишлигән хизмәтдишимиз Урбан вә қәдирлик Стахисларға салам ейтқайсиләр.


Синақлардин өткән, Әйса Мәсиһкә баштин-ахир садиқ болуп кәлгән Апелисқа салам ейтқайсиләр. Аристовулниң аилиси­дики мәсиһийләргә салам ейтқайсиләр.


Худа Оғли Әйса Мәсиһ бизниң асманға чиқип кәткән улуқ Баш Роһанийимиз болғачқа, етирап қилған ишәнчимиздә чиң турайли.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite