Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 1:6 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

6 Бизниң азап-оқубәт чекишимиз силәрниң тәсәлла тепишиңлар вә қутқузулушуңлар үчүндур. Бизниң тәсәлла тепишимиз силәрниңму тәсәлла тепишиңлар үчүндур. Бу тәсәлла арқилиқ силәр биз бешимиздин өткүзгәндәк азап-оқубәткә дуч кәлгәндә, сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ берәләйсиләр.

Gade chapit la Kopi




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 1:6
13 Referans Kwoze  

Шуниң үчүн Худа таллиған бәнди­ләр­ниң Әйса Мәсиһ тәрипидин қутқузулуши вә мәңгүлүк шан-шәрәпкә ериши­ши үчүн һәр қандақ азап-оқубәтләргә бәрдашлиқ бериватимән.


Һәр қандақ мүшкүллүккә учриғинимизда, Худа бизгә тәсәлла берип кәлди. Шуңа бизму Худадин алған тәсәлла билән мүшкүл әһвалда қалғанларға тәсәлла берәләймиз.


Чүнки Худаниң мени мән билән қаршилашқучиларниң алдида ақлайдиғанлиғиға ишинимән. Бу силәрниң дуалириңлар вә Әйса Мәсиһниң Роһи, йәни Муқәддәс Роһниң ярдими арқилиқ болиду.


Шуңа мениң силәр үчүн тартқан азап-оқубәтлиримдин роһсизлинип кәтмәй, әксичә буниңдин пәхирлинишиңларни өтүнимән.


Бизни биз интизар болған һаятлиққа ериштүрүш үчүн тәйярлиғучи, шундақла буниң капалити сүпитидә бизгә Муқәддәс Роһни ата қилғучи дәл Худа­ниң Өзидур.


Худаниң Өзини сөйидиған­лар­ниң, йәни Өзиниң ирадиси бойичә чақирилғанларниң һаятида мәйли қандақ ишлар йүз бәрсун, уларниң пүткүл ишлирини маслашту­руп, һәммини шуларниң мәнпийити үчүн орунлаштуридиғанлиғини билимиз.


Силәр үчүн, мән барлиғимни сәрип қилишқа, һәтта җенимни қурван қилишқиму разимән. Һәҗәва, мән силәрни қанчә көп сөйсәм, силәрниң муһәббитиңларға шунчә аз еришәмдимән?


Бирақ биз у йәрдә бир һәптә турғандин кейин, сәпиримизни давамлаштурдуқ. Мәсиһийләр вә уларниң хотун-балилириниң һәммиси бизни шәһәрниң сиртиға узитип чиқти. Һәм­ми­миз деңиз бойида тизлинип олтирип биллә дуа қилдуқ.


Шуңлашқа мәнки Павлус һәр дайим силәргә дуа қилмақтимән. Мән силәр йәһудий әмәсләргә Әйса Мәсиһ тоғрисидики бу Хуш Хәвәрни йәткүзгәнлигим үчүн мәһбус болдум.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite