Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 1:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атиси, йәни барлиқ тәсәллиниң мәнбәси болған рәһимдил Атимиз Худаға мәдһийиләр ейтилғай!

Gade chapit la Kopi




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 1:3
26 Referans Kwoze  

Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атиси болған Худаға мәдһийиләр ейтил­ғай! У бизгә чәксиз рәһимдиллик көрситип, Әйса Мәсиһниң өлүмдин тирилиши арқилиқ бизни йеңидин туғулдуруп, өчмәс бир үмүтигә егә қилди.


Худаға, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атисиға мәдһийиләр ейтилғай! Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, Худа бизгә асмандики барлиқ роһий бәхитни ата қилди.


Уни Рәббим, дәп етирап қилиду. Буниң билән Худа Атимиз улуқлиниду.


Мән шундақ дуа қилимәнки, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Худа Атиси, йәни шану-шәвкәтлик Худа Атимиз Муқәддәс Роһ арқилиқ силәргә даналиқ вә чоңқур чүшәнчә ата қилип, Өзини техиму тонутқай!


Әйса Мәсиһниң тәлимлиридә чиң турмай, униңдин чәтнигәнләр Худа Атиға бағланмиған болиду. Әйса Мәсиһниң тәлимлиридә чиң турғанлар болса асмандики Атимиз вә Униң Оғлиға бағлинип яшава­тиду.


Рәббимиз Әйсаниң Атиси, мәңгү мәдһийиләшкә әрзийдиған Худаға аянки, ялған ейтмидим.


Пәрзәнтлириңиздин бәзилириниң асмандики Атимиздин алған әмир бойичә һәқиқәт йолида маңғанлиғини көрүп, интайин хурсән болдум.


Атам иккимиз әслидә бирмиз.


Сени дүшминиң үстидин ғалибә қилдурған улуқ Худа мәдһийиләнгәй!» деди. Ибрам олҗа алған нәрсиләрниң ондин бирини Малкисидиққа тәғдим қилди.


— Маңа қолуңизни тәккүзмәң, чүнки Мән техи Атамниң йениға қайтип чиқмидим. Берип қериндашлиримға ейтиң: «Силәрниңму Атаңлар болған Атамниң, йәни Худайиңлар болған Худайимниң йениға қайтип чиқимән!» — деди һәзрити Әйса.


Лекин роһи чүшкәнләргә тәсәлла беридиған Худа Титусни йенимизға әвәтиш арқилиқ бизгә тәсәлла бәрди.


Биз силәр үчүн дуа қилғанда, һемишәм Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атиси болған Худаға шүкүр ейтимиз.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite