Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 1:21 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

21 Силәр билән бизни Мәсиһкә бағлап, ишәнчтә мустәһкәм қилғучи Худадур. У бизни Өзи үчүн таллиди.

Gade chapit la Kopi




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 1:21
28 Referans Kwoze  

Силәргә кәлсәк, Әйса Мәсиһ силәргә ата қилған Муқәддәс Роһ қәлбиңларда болғачқа, силәр башқиларниң йеңи тәлимигә муһтаҗ әмәссиләр. Муқәддәс Роһ силәргә һәммә һәқиқәтни үгитиду. Чүнки У һәқтур, ялған әмәстур. Шуңа мошу һәқиқәт бойичә давамлиқ Әйса Мәсиһкә бағлинип яшаңлар.


Силәр болсаңлар, Әйса Мәсиһтин Муқәддәс Роһни қобул қилдиң­лар, шуниң үчүн һәммиңлар һәқиқәтни билисиләр.


Пүткүл меһир-шәпқәтниң мәнбәси болған Худа силәрни Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзиниң мәңгүлүк шан-шәривигә чақирған. Силәр вақитлиқ азап-оқубәт чәккиниңлардин кейин, Худа силәрни дәс турғузуп, силәрни чидамлиқ қилип, ишәнчиң­ларни мустәһкәм вә тәврәнмәс қилиду.


Бирақ силәргә кәлсәк, Худаниң Роһи һәқиқәтән қәлбиңларда яшиған­лиқтин, гунакар тәбиитиңларниң башқурушида әмәс, бәлки Муқәддәс Роһниң башқурушида туруватисиләр. Қәлбидә Муқәддәс Роһ, йәни Әйса Мәсиһниң Роһи болмиған адәм Әйса Мәсиһкә мәнсүп әмәстур.


амма Рәббимиз ишәнчликтур. У силәр­ни мустәһкәм қилиду һәм шәйтанниң яманлиқлиридин сақлайду.


Худа Уни тайинлап, Униңға Өзиниң Муқәддәс Роһи вә күч-қудритини ата қилди. У һәммә йәрни кезип, яхши ишларни қилип, шәйтанниң илкидә болғанларниң һәммисини сақайтти, чүнки Худа Униңға яр еди.


Бизни биз интизар болған һаятлиққа ериштүрүш үчүн тәйярлиғучи, шундақла буниң капалити сүпитидә бизгә Муқәддәс Роһни ата қилғучи дәл Худа­ниң Өзидур.


Худа әвәткән Қутқазғучи Худаниң сөзини сөз­ләйду, чүнки Худа Өз Роһини Униңға айимастин берип кәлмәктә.


Шуңа бай болушуң үчүн от билән тавланған алтун, ялиңачлиқ әйивиңни йепишиң үчүн кийидиған ақ кийим-кечәк, көрүшүң үчүн көзлириңгә сүртидиған мәлһәм­ләрни Мәндин сетивелишиңни тәвсийә қилимән.


бизни бир падишалиқ қилип уюштуруп, Өз Атиси Худаниң хизмити­дики роһаний қилди. Барлиқ шан-шәрәп вә күч-қудрәт Униңға мәңгү мәнсүп болғай, амин!


Һәм шу арқилиқ Рәбби­миз Әйса Өзигә мәнсүп болған барлиқ муқәддәс хәлқи билән биллә қайтип кәлгинидә, силәрниң Атимиз Худаниң алдида әйипсиз вә пак болушуңлар үчүн ирадәңларни мустәһкәм қилғай!


Униңға болған ишәнчиңлар чоңқур йилтиз тартқан дәрәққә вә пухта қурулған бенаға охшаш мустәһкәм болсун. Силәргә тапшурулған һәқиқәттә чиң туруңлар. Қәлбиңлар Худаға болған миннәтдарлиқ билән толсун.


Барлиқ шан-шәрәп Худаға мәнсүп болғай! Худа мән йәткүзгән Хуш Хәвәр арқилиқ ишәнчиңларни мустәһкәмләйду. Бу Хуш Хәвәр болса, Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәр болуп, у қедимдин бери сақлинип кәлгән сирдур.


Силәрниң Әйса Мәсиһ қайта кәлгән күндә әйипсиз болушуңлар үчүн, Худа ишәнчиңларни та ахирғичә мустәһкәмләйду.


Шуниң үчүн һәр хил ғәйри тәлимләрниң аздурушиға берилип, туюқ йолға кирип қалмаңлар. Өзәңларни йемәкликләр тоғрисидики қаидиләргә риайә қилиш билән әмәс, Худаниң меһир-шәпқити билән мустәһкәмләңлар. Чүнки бундақ қаидиләргә риайә қилишниң һеч қандақ қиммити йоқтур.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite