Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 1:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

12 Бу дунияниң даналиғиға әмәс, бәлки Худаниң шәпқитигә тайинип, жүрүш-турушимизда, болупму силәр билән болған мунасивитимиздә сәмимий вә ақ көңүл болғанлиғимизға вижданимиз гувадур. Биз мана буниң билән пәхирлинимиз.

Gade chapit la Kopi




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 1:12
40 Referans Kwoze  

Бу меһир-шәпқәт тоғрисида сөзлигинимиздә, дуниядики даналар­дин үгәнгән сөзләрни әмәс, бәлки Муқәддәс Роһ арқилиқ үгәнгән сөзләрни ишлитимиз. Биз бундақ сөзләр билән Худадин кәлгән һәқиқәт­ләрни чүшәндүримиз.


Әлвәттә, Худаниң сөзини пайда көзләп бурмилай­ди­ғанлар һәргиз бундақ вәзипиниң һөддисидин чиқалмайду. Биз болсақ, ундақ адәмләрдин әмәсмиз. Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлар һәм Худа тәрипидин әвәтилгәнләр болғачқа, Худа алдида Худаниң сөзини сәмимий йәткүзүватқанлардурмиз.


Мәсиһийләрдин болған силәрниң араңлардики әмәлий һәрикити­миз­ниң пак, һәққаний вә әйипсиз екәнлигигә өзәңлар гувалиқ берәләй­силәр, буниңға Худаму гувадур.


Бу бизниң һазирқи қутқузулғанлиғимизни билдүридиған суға чөмүл­дүрүшимизниң алдин-ала берилгән бешарити болиду. Чөмүл­дүрү­лүшимиз бәдинимизниң кирдин тазилиниши әмәс, бәлки өзимизни Әйса Мәсиһниң тирилдүрүлүши арқилиқ пак виждан билән Худаға беғишлишимиздур.


Биз үчүн дуа қилип туруңлар. Вижданимизниң пак екәнлигигә ишинимиз, һәр җәһәттә тоғра йолда меңишни үмүт қилимиз.


Бу сөзлиримни силәр­гә буйруқ тәриқисидә ейтқиним йоқ. Мән меһир-муһәббитиңларниң сәмимийлигини Македонийәдики җамаәтләрниң сәдиқә топлаш җәриянида көрсәткән меһир-муһәббити билән селиштуруш арқилиқ синап көрмәкчимән.


Уятлиқ, йошурун ишларни қилиш­тин жирақ туруп, һейлә-микирлик қилмаймиз, Худаниң сөзини бурмилимаймиз. Әксичә һәқиқәтни өз пети ейтимиз. Буниң билән биз өзимизни Худа алдида һәммә кишигә билдүримиз, уларму өз қәлбидә бизниң қандақ адәм екәнлигимизни билиду.


Лекин һазир әлчи болушум Худаниң маңа көрсәткән меһир-шәпқити арқилиқ болди. Униң маңа қилған меһир-шәпқити бекарға кәтмиди. Чүнки Худаниң хизми­тидә әлчиләрниң һәммисидин көп әҗир сиңдүрдүм. Әмәлиятта мән өз күч-қабилийитим билән әмәс, бәлки маңа меһир-шәпқәт көрсәткән Худаниң күчи билән ишлидим.


Шу сәвәптин өзәм һемишәм Худа алдидиму, инсанлар алдидиму пак вижданлиқ болушқа тиришимән.


Павлус алий кеңәшмә башлиқлириға тикилип туруп: — Қериндашлар, мән бүгүнгичә Худаниң алдида пак вижда­ним билән яшап кәлдим, — деди.


Буни мулайимлиқ вә һөрмәт билән ейтиңлар. Вижданиңларни сап тутуңлардә, силәргә төһмәт қилғучилар силәрниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлардин йетилгән пәзилитиңларни көрүп, өзлири қилған бу төһмәтлиридин хиҗил болсун.


Бизниң бундақ буйруқ қилишимиздин мәхсәт, пак қәлб, сап виждан вә чин ишәнчтин келип чиққан меһир-муһәббәтни башқиларға көрситишиңлар үчүндур.


Шундақ болғанда, силәр Худаниң немидин хурсән болуп, немидин хурсән болмайдиғанлиғини пәриқ етәләйсиләрдә, Әйса Мәсиһ қайта кәлгән күндә пак вә әйипсиз болалайсиләр.


Бу җәңдә пут тирәп туралишиңлар үчүн, белиңларға һәқиқәт бәлбеғини, көксүңларға һәққанийлиқ савутини тақаңлар.


Һәр ким өзиниң әмәлиятиға қарап бақсун. Пәхирлинишкә тегишлик болса, пәхирләнсун. Өзини башқилар билән селиштурмисун.


Бирақ Һава аниниң һелигәр илан тәрипидин аздурулғинидәк, силәрниңму сахта әлчиләр тәрипи­дин аздурулуп, Әйса Мәсиһкә болған сәмимий вә пак қәлбиңларниң булғинишидин әнсирәймән.


Бирақ қайтишимда, силәргә йолуқалмидим. Бу нийитимниң беқарар екәнлигини көрситәрму?! Яки мән план қилғанда, шәхсий мәхситигә йетиш үчүн бир дәм «һә-ә», бир дәм «яқ» дәйдиғанлардин әмәс.


Шуниң үчүн худди йәһудийлар «Өтүп кетиш» һейтини өткүзүштин илгири өйлирини хемиртуручтин хали қилғандәк, бизму бурунқи һаятимиздики хемиртуручни, йәни яманлиқ вә өчмәнликни ташлап, Әйса Мәсиһкә бағланған йеңи һаятимизни сәмимийлик вә һәқиқәт ичидә шат-хорамлиқта өткүзәйли.


Мән өз хизмитимдә хаталиқ йоқ дәп қарисамму, лекин бу пикрим өзәмни ақлалмайду. Хизмитимни баһалиғучи пәқәт Рәббимдур.


Мән Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғим үчүн, һәқиқәтни сөзләй­мән, ялған сөзлимәймән. Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә болған вижданимму буниңға испат болалайду.


Яман арзу-һәвәслиримиз үстидин ғалибә қилишимиз үчүн Худа бизгә көп күч-қудрәт бериду. Бу худди Муқәддәс Язмиларда: «Худа қаршидур тәкәббурларға, меһир-шәпқәт қилар кәмтарларға», дәп йезилғинидәктур.


Өзәң­му һәр қандақ ишта яхши әмәлиятиң билән уларға үлгә бол. Пак нийәт, еғир бесиқлиқ


Әйса Мәсиһ мени кишиләрни чөмүлдүрүшкә әмәс, бәлки Хуш Хәвәрни йәткүзүшкә әвәтти. Мән бу вәзипини орунлашта натиқлиқ қилип, инсан тәрипи­дин дана саналған сөзләрни ишләтмидим. Әгәр мән бундақ сөзләрни ишләтсәм, Әйса Мәсиһниң чапрас яғачтики қурванлиғи тоғрисидики Хуш Хәвәрниң күч-қудрити йоқилип кәткән болатти.


Муқәддәс Роһ бир кишигә әқиланә сөз қилиш қабилийитини бериду. Йәнә бир кишигә болса, бирәр иш тоғрилиқ Худадин кәлгән алаһидә билим бериду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite