Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 1:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

11 Силәрму бизгә дуа қиливат­қанлиғиңлар сәвәвидин, биз үчүн қилинған техиму көп дуалар Худаға йетип, Худа бизни өлүм ховупидин қутулдуриду. Буниң билән көплигән кишиләр Худаға шүкүрләр ейтиду.

Gade chapit la Kopi




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 1:11
15 Referans Kwoze  

Чүнки Худаниң мени мән билән қаршилашқучиларниң алдида ақлайдиғанлиғиға ишинимән. Бу силәрниң дуалириңлар вә Әйса Мәсиһниң Роһи, йәни Муқәддәс Роһниң ярдими арқилиқ болиду.


Биз тартиватқан мүшкүлчиликләрниң һәммиси силәр үчүндур. Бу арқи­лиқ Худаниң меһир-шәпқити техиму көп кишиләргә йәткүзүлиду. Шундақ болғанда, уларниң тәшәккүрлири Худаға ейтилип, Худа техиму улуқлиниду.


Петрус зинданда тутуп турулди. Лекин мәсиһийләр җамаитидики қериндашлар униң үчүн Худаға сәмимий дуа қилишти.


Биз үчүн йәнә шундақ дуа қилиңларки, Худа Өз хәвирини йәткүзүшимизгә йол ечип бәрсун. Шундақ болғанда, Әйса Мәсиһ һәққидики ашкарилиған сирни җакалалаймиз. Мән һазир дәл мошу Хуш Хәвәрни йәткүзүш сәвәвидин кишәнләндим.


Биз үчүн дуа қилип туруңлар. Вижданимизниң пак екәнлигигә ишинимиз, һәр җәһәттә тоғра йолда меңишни үмүт қилимиз.


Йәнә бир иш, маңа туралғу җай тәйяр­лап қойғин. Чүнки дуалириңлар арқилиқ зиндандин азат болуп, йениңларға қайтип баридиғанлиғимға ишинимән.


Қериндашлар, сөзимизниң ахирида биз үчүн дуа қилишиңларни үмүт қилимиз. Рәббимиз һәққидики Хуш Хәвәр худди силәргә йәткән чағдикигә охшаш, һәр қандақ йәрдә тез тарқалсун вә һөрмәт билән қобул қилинсун.


Қериндашлар, биз үчүн дуа қилиңлар.


Улар Худа силәргә ата қилған пәвқуладдә меһир-шәпқәт сәвәвидин силәргә иштияқ бағлап, силәргә дуа қилмақта.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite