Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 1:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһкә әлчи болушқа чақири­лған мәнки Павлус вә қериндишимиз Тимотийдин Коринт шәһири­дики Худаға мәнсүп болған мәсиһийләр җамаитигә, җүмлидин Юнан өлкисиниң һәр қайси җайлиридики Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқигә салам!

Gade chapit la Kopi




Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 1:1
31 Referans Kwoze  

Әйса Мәсиһ арқилиқ йеңи һаятлиққа еришиш вәдисини җака­лаш үчүн, Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһниң әлчиси болушқа талланған мәнки Павлустин өз оғлумдәк қәдирлик Тимотийға салам! Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһ саңа меһир-шәпқәт, рәһим­дил­лик вә аманлиқ ата қилғай!


Әйса Мәсиһниң хизмәткари болған мәнки Павлустин вә мән арқи­лиқ Тимотийдин Филипи шәһиридики Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған муқәддәс хәлиққә, шундақла уларниң йетәкчилири вә хизмәт­чи­­лиригә салам.


Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһниң әлчиси болушқа таллан­ған мәнки Павлустин, Худаниң Әфәс шәһиридики муқәддәс хәлқи — Әйса Мәсиһниң садиқ әгәшкүчилиригә салам.


Худаниң хизмәткари вә Әйса Мәсиһниң әлчиси болған мәнки Павлустин Титусқа салам. Мән Худа таллиғанларға ишәнчи үчүн вә уларниң Худаға садақәтмән болуши үчүн һәқиқәтни чүшәндүрүшкә тайинландим.


Қутқазғучимиз Худаниң вә үмүтүмиз болған Әйса Мәсиһниң әмри билән Униң әлчиси болушқа талланған мәнки Павлустин


Инсанлар тәрипидин әмәс яки Худаниң инсанларни васитә қилиши арқилиқму әмәс, бәлки Әйса Мәсиһ вә Уни өлүмдин тирил­дүргән Худа Атимиз тәрипидин әлчи болушқа талланған мәнки Павлустин


Тимотий йениңларға берип, силәр билән биллә турғанда, униң қорқмай, әркин-азадә болушиға көңүл бөлүңлар. Чүнки уму маңа охшаш, Рәббимиз үчүн хизмәт қиливатиду.


Бәзилириңлар бурун мана шундақлардин едиңлар. Лекин Рәббимиз Әйса Мәсиһниң күч-қудрити вә Худаниң Роһи арқилиқ гунайиңлар жуюлуп, Худаға беғишландиңлар вә Худа тәрипидин һәққаний адәм дәп җакаландиңлар.


Павлуслар Дәрбә вә Листра шәһәрлиригиму кирип өтти. Листрада Тимотий исимлиқ бир мәсиһий бар еди. Униң аниси Әйса Мәсиһкә ишәнгән йәһудий аял еди, атиси болса, грек еди.


Қеринди­ши­миз Тимотийниң зиндандин қоюп берилгәнлигидин хәвәрдар болғайсиләр. Йеқинда йенимға келип қалса, униң билән биллә силәр­ни йоқлап баримән.


Мәнки Павлус вә мән арқилиқ Силас һәм Тимотийдин Худа Ати­миз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болуп, Салоника шәһиридә яшаватқан мәсиһийләр җамаитигә салам.


Мәнки Павлус вә мән арқилиқ Силас һәм Тимотийдин Худа Ати­миз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған Салоника шәһири­дики мәсиһийләр җамаитигә салам. Худа силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай!


Қәлбимдики Әйса Мәсиһниң һәқиқити билән ейтимәнки, мениң бу махтинишимни пүтүн Юнанда һәр қандақ адәм тосап қалалмайду.


Чүнки ярдәм бериштә қизғин екәнлигиңларни билимән. Мән Македонийәдики мәсиһийләр алдида Юнан өлкисидики силәрниң өткән жилдин бери, сәдиқә беришкә тәйяр екәнлигиңлардин махтинип кәлдим. Дәл силәрниң бу қизғин­лиғиңлар уларниң көпчилигини сәдиқә топлаш үчүн қозғатти.


Юнан өлкисидики әң дәсләптә ишәнгән Истипанас вә униң аилиси­ди­ки­ләрниң өзлирини мәсиһийләрниң хизмитигә чин дили билән атиғанлиғини билисиләр. Қериндашлар, силәрдин өтүнимәнки, бундақ кишиләрниң вә улар билән бирликтә Рәббимизгә хизмәт қиливатқанларниң сөзлиригә кириңлар.


Башқиларни, мәйли улар йәһудийлар, йәһудий әмәсләр яки Худаға мәнсүп җамаәттики мәсиһийләр болсун, гунаға башлайдиған ишни қилмаңлар.


Хизмәтдишим Тимотий вә йәһудий қериндашлирим Луки, Ясун һәм Сосипатерлардин силәргә салам.


Уларниң өйидә җәм болидиған мәсиһийләр җамаи­ти­гиму салам ейтқайсиләр. Асия өлкисидә биринчи болуп Әйса Мәсиһкә ишәнгән сөйүмлүк Епениткә салам ейтқайсиләр.


Чүнки Македонийә вә Юнан өлкилиридики мәсиһийләр җамаити сәдиқә топлап, Йерусалимдики мәсиһийләр арисидики йоқсулларға ярдәм беришни лайиқ тапти.


Һәмми­миз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, силәрни чин дилим­дин сөйимән, амин!


Мән Силас вә Тимотийлар билән силәргә Хуш Хәвирини йәткүзгән Худа Оғли Әйса Мәсиһ бир дәм «һә-ә», бир дәм «яқ» дәйдиған­лардин әмәстур. У Худаниң пүтүн вәдилиридики «һә-әдур».


Худа маңа гувачи болсунки, Коринт шәһиригә қайта бармиғанлиғимниң сәвәви силәргә қаттиқ қоллуқ қилип қоюшумдин сақлиниш үчүндур.


Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқ һәммиңлар Худаниң пәрзәнт­лири болдуңлар.


Әйса Мәсиһкә хизмәт қилиш йолида мәһбус болған мәнки Павлус вә мән арқилиқ қериндишимиз Тимотийдин қәдирлик хизмәтдиши­миз болған сән Филимунға


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite