Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 6:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 һәм дайимлиқ сүркилиш кәлтүрүп чиқириду. Бу кишиләрниң нийити бузуқ болуп, һәқиқәттин мәһрум болған. Уларниң нәзәридә садақәтмәнлик пәқәт­ла бир тапавәт йолидур, халас.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған биринчи хәт 6:5
34 Referans Kwoze  

Сиртқи қияпәттә садақәтмән болувелип, әмәлиятта көңлидә Худа­ниң қудритини инкар қилиду. Бундақлардин жирақ тур.


Улар ачкөз болғачқа, ойдурма сөзләр билән мал-мүлкүңларни талан-тараҗ қилиду. Худаниң уларға беридиған җазаси бурундин тәйярдур, уларниң һалакити болса кечиктүрүлмәйду.


Мошундақ кишиләрниң ағзини тувақлаш керәк. Чүнки улар мал-дунияға егә болуш үчүн кишиләргә сахта тәлимләрни үгитип, бәзи аилиләрниң ишәнчини пүтүнләй набут қилмақта.


Янни билән Ямбири Муса пәйғәмбәргә қандақ қарши чиққан болса, бу аздурғучиларму һәқиқәткә шундақ қарши чиқиду. Бу аздурғучиларниң қәлби бузулуп кәткән, ишәнчи сахта болуп, улар Худа тәрипидин рәт қилинған кишиләрдур.


Дәрвәқә, Худаға разимәнлик билән садақәтмән болған адәм һәқи­қий ронақ тапиду.


шундақла һарақкәш вә зораван болмаслиғи, хуш пеил, гәп талаш­майдиған, өзини мал-дунияға урмайдиған киши болуши,


Һалиңларға вай, әй сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр Асманниң Падишалиғиниң ишигини инсанлар үчүн тақидиң­лар! Йә өзәңлар киришни ойлимидиңлар, йә киришни истигән­ләрниң киришигә йол қоймидиңлар. {


— Силәр дәрәқни мевисидин пәриқ етишиңлар керәк. Мевә дәриғи яхши болса, беридиған мевисиму яхши болиду. Мевә дәриғи яман болса, беридиған мевисиму яман болиду. Чүнки һәр қандақ дәрәқ мевисидин билиниду.


Бәзи кишиләр бу тәлимдин чәтнәп, бемәна гәпләрни қилип жүриду.


Чүнки ичишти һәр қайси хәлиқләр, Униң әхлақсизлиғиниң күчлүк шаравидин. Җинсий әхлақсизлиқ қилишти дунияниң падишалири униң билән, Бейишти дунияниң содигәрлири. Униң баяшәтчилигиниң көплүгидин».


Буларниң һалиға вай! Чүнки улар өз инисини өлтүргән Қабилниң йоли билән маңди. Пул тепиш үчүн Билъамға охшаш һәр қандақ яман ишни қилди. Кораһ Худаға қарши исиян көтирип һалак болғандәк, уларму ахир һалак болиду.


Улар Беорниң оғли Билъамниң йолиға меңип, тоғра йолдин чәтнәп кәтти. Билъам пулпәрәс болғачқа, яман­лиқ қилди.


Худди җамаәтниң йетәкчилиригә охшаш, җамаәтниң хизмәтчили­риму есил-пәзиләтлик, сәмимий гәп қилидиған, һарақ-шарапқа берилмәйдиған, мал-дунияға тамахор болмайдиған кишиләрдин болуши,


Қериндашлар, биздин алған тәлимләргә риайә қилмай, күн бойи лағайлап жүргәнләрдин жирақ турушуңларни Рәббимиз Әйсаниң нами билән буйруймиз.


уларға: — Муқәддәс Язмиларда Худаниң: «Мениң өйүм дуа-тилавәтхана дәп аталсун», дегән сөзи йезилған. Лекин силәр уни булаңчиларниң угисиға айландуруватисиләр! — деди.


шуниңдәк гүлдарчин, дора-дәрмәк, исриқ, мурмәкки, мәстәк, шарап, зәйтун йеғи, ақ ун, буғдай, кала, қой, ат, һарву вә қуллирини, йәни адәмлирини сетивалидиған киши йоқтур.


Әгәр кимду-ким бу сөзләргә қарши чиқса, мән шун­дақ дәләләймәнки, бу биз әзәлдин әмәл қилип келиватқан қаидә. Худаға мәнсүп болған һәр қайси җамаәтму буни тоғра, дәп қарайду.


Худаниң һәқиқитини бурмилайдиған бемәна әпсаниләрни рәт қилип, өзәңни садақәтмәнлик йолида йетилдүргин.


Бәдәнни йетилдүрүшниң пайдиси бар, әлвәттә. Лекин садақәтмән­ликни йетилдүрүшниң пайдиси техиму көптур. Чүнки у бу дуния вә у дуниядики һаят үчүн бәхит елип келиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite