Тимотийға йезилған биринчи хәт 6:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси4 Бундақ кишиләр тәкәббур, һеч немә чүшәнмәйдиған кишиләрдур. Улар ғоға чиқириш вә гәп талишишқа интайин амрақ. Бундақ ишлар башқиларниң арисида көрәлмәслик, җедәл-маҗра, төһмәт, гуманхорлуқ Gade chapit la |
Уларға әпсаниләр вә узундин-узунға созулған нәсәбнамиләр билән вақтини исрап қилмаслиғини буйруғин. Булар пәқәт бемәна талаш-тартишларни кәлтүрүп чиқириду, шундақла ишәнч билән қилинидиған Худа йолидики ишларни қилишқа пайдисиз болиду. Худа йолида меңишқа нисбәтәнму пайдисиз болиду. Худа йолида меңиш пәқәт ишәнч арқилиқла әмәлгә ашиду.
Бу мәсилә тоғрисида Павлус билән Барнаба иккиси улар билән кәскин муназирә вә талаш-тартиш қилишти. Шуңа Антакядики мәсиһийләр Павлус билән Барнабаға бир нәччә адәм қошуп: «Бу мәсилини һәл қилиш үчүн Йерусалимға берип, башқа әлчиләр вә мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилири билән көрүшүңлар», дәп қарар қилди.
Силәр өзәңларни башқилардин дана чағлап, өз-өзәңларни алдимаңлар. Әгәр араңлардин бирәрси Худани тонумайдиғанларниң көз-қариши бойичә өзини дана дәп һесаплиса, ундақта у бу даналиғидин ваз кәчсун. Бундақ болғанда, у гәрчә Худани тонумайдиғанларниң нәзәридә «надан» дәп қаралсиму, лекин Худаниң нәзәридә дана һесаплиниду.