Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 6:20 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

20 Әй Тимотий, саңа аманәт қилинған бу тәлимләрни яхши сақла. Худаға болған садақәтмәнликкә, мунасип кәлмәйдиған қуруқ гәпләр­дин һәм бемәна билимни билим дегүчиләрниң талаш-тартиш­ли­ри­дин сақлан.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған биринчи хәт 6:20
30 Referans Kwoze  

Еһтиятчан болуңлар, һеч ким силәрни қуруқ пәлсәпә вә асассиз гәпләр билән аздуруп кәтмисун. Булар Әйса Мәсиһниң тәлимидин әмәс, бәлки инсанларниң әнъәнилири вә бу дуниядики яман роһий күчләрниң тәсирлиридин кәлгән.


Худаға болған садақәтмәнликкә мунасип кәлмигән қуруқ гәпләрдин сақлан, чүнки бундақ гәпләрни қилғучилар Худадин техиму жирақлишиду.


Сахта кәмтарлиқ қилишқа вә периштәләргә ибадәт қилишқа берилгән кишиләрниң бундақ ишларда әйипләш­лиригә пәрва қилмаңлар. Улар сахта, ғайибанә аламәтләргә есилиши­велип, һәр хил хам хиялларда болуп, асассиз тәкәббурлуқ қилиду.


Әлвәттә, улар­ниң һәр җәһәттин көп артуқчилиғи бар. Биринчидин, Худаниң сөзи йәһудийларға аманәт қилинған.


Рәббимиз Әйса Мәсиһ қайта кәлгичә, Худаниң бу әмирлиригә толуқ әмәл қил, буниң билән һеч ким сени әйипләлмисун.


Шуниң үчүн, қериндашлар, ишәнчиңларда қәтъий тәврәнмәңлар, биз силәр­гә еғизчә вә хәт арқилиқ йәткүзгән тәлимдә чиң туруңлар!


Әхмиқанә талаш-тартишлар, нәсәбнамиләр тоғрисидики қуруқ гәп-сөзләр вә Тәврат қануни билән мунасивәтлик җедәл-маҗралар­дин сақлан. Чүнки бу ишлар пайдисиз вә әһмийәтсиздур.


Әй оғлум, сән Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқитигә тайинип күчлүк бол.


Бу тәлимләр мәдһийиләшкә мунасип болған Худа тәрипидин маңа аманәт қилинған улуқ Хуш Хәвәргә асасланған.


Шуңа биз Худаға мәнсүп болған һәр қайси мәсиһийләр җамаити арисида силәрдин пәхирлинимиз. Чүнки силәр бешиңларға кәлгән һәр хил зиянкәшлик вә қийин әһвалларға бәрдашлиқ бәрдиңлар вә ишәнчиңлардин тәврәнмидиңлар.


Улар бемәна йәһудий әпсанилиригә вә һәқиқий тәлимдин чәтнигәнләрниң диний қаидә-йосунлириға қулақ салмисун.


У өзигә үгитилгән ишәнчлик тәлимдә чиң туруши керәк. Шундақ қилғанда, у бу тоғра тәлим арқилиқ башқиларға несиһәт қилалайду һәм тәлимгә қарши чиққучиларниң хаталиғини түзитәләйду.


Әй Худаниң садиқ бәндиси, сән бундақ ишлардин жирақ тур. Һәққанийлиқ, садақәтмәнлик, ишәнч, меһир-муһәббәт, сәвир-тақәт вә мулайимлиқни издә.


Худаниң һәқиқитини бурмилайдиған бемәна әпсаниләрни рәт қилип, өзәңни садақәтмәнлик йолида йетилдүргин.


Бәзи кишиләр бу тәлимдин чәтнәп, бемәна гәпләрни қилип жүриду.


Уларға әпсаниләр вә узундин-узунға созулған нәсәбнамиләр билән вақтини исрап қилмаслиғини буйруғин. Булар пәқәт бемәна талаш-тартишларни кәлтүрүп чиқириду, шундақла ишәнч билән қилинидиған Худа йолидики ишларни қилишқа пайдисиз болиду. Худа йолида меңишқа нисбәтәнму пайдисиз болиду. Худа йолида меңиш пәқәт ишәнч арқилиқла әмәлгә ашиду.


Чүнки Худани тонумайдиғанлар немини даналиқ дәп һесаплиса, Худаниң нәзәридә бу хил «даналиқ» әқилсизликтур. Муқәддәс Язмиларда бундақ даналар тоғрисида: «Худа өзлирини дана дәп санайдиғанларни, өзлириниң һейлә-микирлири билән өзлириниң қапқиниға дәсситиду», дәп йезилған.


(Афинилиқлар вә у йәрдә туруватқан чәт әлликләрниң һәммиси көп вақтини йеңи ой-пикирләрни аңлашқа вә алмаштуруш­қа сәрип қилишатти.)


«Епикурлар» вә «Стоиклар» дәп тонулған бәзи пәйласопларму униң билән муназирилишишкә башлиди. Бәзиләр: — Бу җаһанкәзди почи немә дәп җөлүватиду? — дейишти. Йәнә бәзиләр Павлусниң һәзрити Әйсаниң өлүп тирилдүрүл­гәнлиги һәққидики тәлимлирини аңлап: — У чәт әлликләрниң худалирини тәшвиқ қиливатса керәк, — дейишти.


Шуниң үчүн аңлиған вә қобул қилған тәлимләрни есиңдә тут. Уларға әмәл қил, товва қил. Әгәр ойғанмисаң, Мениң келишим саңа худди оғриниң күтүлмигән вақитта кәлгинидәк туюқсиз билиниду. Мениң келидиған вақит-саатимни һәргиз биләлмәйсән.


Худа Атимиз вә Қутқазғучимиз Әйса Мәсиһкә болған ортақ ишәнч йолида өз оғлумдәк болуп қалған саңа меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай!


Әлвәттә, Әйса Мәсиһкә ишәнгүчиләр бизниң йәткүзүватқанлири­мизда даналиқниң барлиғини тонуп йетәләйду. Бирақ бу даналиқ дунияниң даналиғи әмәс, шундақла бу дунияниң гумранлиққа йүз тутқан һоқуқдарлириниң даналиғиму әмәс.


Гәрчә улар өзлирини әқиллиқ һесаплисиму, лекин әқилсиз болуп чиқти.


Павлуслар Дәрбә вә Листра шәһәрлиригиму кирип өтти. Листрада Тимотий исимлиқ бир мәсиһий бар еди. Униң аниси Әйса Мәсиһкә ишәнгән йәһудий аял еди, атиси болса, грек еди.


ишәнч йолида өз оғлумдәк болуп қалған Тимотийға салам. Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһ саңа меһир-шәпқәт, рәһимдиллик вә аманлиқ ата қилғай!


Биз йәнә шуни билишимиз керәкки, Тәврат қануни Худаниң әмирлиригә бойсунидиған адәмләр үчүн әмәс, бәлки натоғра ишларни қилғучилар үчүн түзүлгәндур, йәни қанунға хилаплиқ қилғучилар, бойни қаттиқлар, Худа йолида маңмиғанлар, гунакарлар, Худаға бепәрвалиқ қилғучилар, Худани мәсқирә қилғучилар, ата-анисини яки башқиларни өлтүргән қатиллар,


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite