Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 6:18 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

18 Уларға башқиларға яхшилиқ қилишни вә хәйир-сахавәт­лик ишларни көп қилишни, мәрт вә қоли очуқ болушни буйруғин.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған биринчи хәт 6:18
38 Referans Kwoze  

Яхшилиқ қилишни вә башқиларни өзимиздә бар болғандин тәң һөзүрләндүрүшни унтумайли. Чүнки Худа бундақ қурванлиқлардин хурсән болиду.


Әгәр мал-дунияси бар болған киши қериндишиниң еһтияҗини көрүп туруп, униңға ярдәм қилмиса, бундақ кишидә нәдинму Худаниң меһир-муһәббити болсун?


илһамландуруш болса, илһамландуруңлар; сәдиқә бериш болса, чин көңлүңлар билән сәдиқә бериңлар; йетәкчилик қилиш болса, җавапкәрчилик билән йетәкчилик қилиңлар; рәһим қилиш болса, хошаллиқ билән қилиңлар.


Бу сөзли­рим һәқтур. Уларни тәкитлишиңни үмүт қили­мән. Шундақ қилғиниңда, Худаға ишәнгәнләр өзлирини дайим тириш­чанлиқ билән яхши әмәлләрни қилишқа беғишлайду. Бу тәлим­ләр инсанлар үчүн яхши һәм пайдилиқтур.


Әйса Мәсиһ биз үчүн қурван болди. Буниңдики мәхсәт, У бизни һәммә яманлиқлардин азат қилиш һәм бизни пак қилип, Өзигә мәнсүп болған яхши әмәлләрни қилишқа тиришидиған хәлиқ қилиш үчүндур.


Һәзрити Әйса йәкүнләп мундақ деди: — Өзигә байлиқ топлиған, амма Худаниң нәзәридә бай болмиған кишиниң ақивити мана шундақ болиду.


Шуниң үчүн пурсәт болсила башқиларға, болупму мәсиһий қериндашлиримизға яхши ишларни қилип берәйли.


Худаниң муқәддәс хәлқи ариси­дин еһтияҗи чүшкәнләргә ярдәм қилиңлар вә уларға меһмандост болуңлар.


Улар йәнә яхшилиқлири билән тонулған болуши, йәни балилирини яхши тәрбийиләп чоң қилған, меһмандост, кәмтарлиқ билән мәсиһийләрниң хизмитидә болған, қийинчилиқта қалғанларға ярдәм қилған вә өзини һәр хил хәйир-сахавәт ишлириға беғишлиған аяллардин болуши керәк.


Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нәқәдәр меһир-шәпқәтлик екәнлигини билисиләр. Гәрчә у бай болсиму, силәр үчүн намрат болди. Мәхсәт, Өзи намрат болуш арқилиқ силәрни роһий җәһәттин бай қилиш еди.


Бир киши разимәнлик билән чамисиниң йетишичә бәрсә, бу иш Худани хурсән қилиду. Худа һәргизму һәр кимдин өзидә йоқи­ни­му беришни тәләп қилмайду.


Һәр йәкшәнбә күни һәр бириңлар һәптилик тапавитиңларға қарап, униң мәлум қисмини сәдиқигә аҗритип топлаң­лар. Шундақ қилсаңлар, йениңларға барғинимда пул топлинип болған болиду.


Қәдирлик достум, яманлиқтин әмәс, яхшилиқтин үлгә ал. Яхши­лиқ қилған киши Худаға мәнсүптур, яманлиқ қилған киши Худани тонуп йәтмигәндур.


Қәдирлик қериндашлирим, қулақ селиңлар, Худа бу дуниядики кәмбәғәлләрни ишәнч җәһәттә бай қилиш һәм уларни Өзини сөйгән­ләргә беришкә вәдә қилған Падишалиғиға ериштүрүш үчүн таллиди.


Җаффа шәһиридә Табита исимлиқ бир аял мәсиһий бар еди. (Грекчә исми «Доркас» болуп, «кейик» дегән мәнада.) У һәр вақит яхши иш қилидиған болуп, намратларға ярдәм берәтти.


Яманлиқни ташлап, яхши ишларни қилсун, Һәммиси билән инақ яшашқа тиришсун.


Буниң билән Антакядики мәсиһий­ләр һәр бири өз әһвалиға қарап, сәдиқә пул жиғип, Йәһудийә өлкисидә яшайдиған мәсиһийләргә ярдәм беришни қарар қилди.


Худа Уни тайинлап, Униңға Өзиниң Муқәддәс Роһи вә күч-қудритини ата қилди. У һәммә йәрни кезип, яхши ишларни қилип, шәйтанниң илкидә болғанларниң һәммисини сақайтти, чүнки Худа Униңға яр еди.


Бирси силәрдин бирәр нәрсә тилисә, тилиги­нини бериңлар. Бирси силәрдин бирәр нәрсә қәриз сориса, уни қуруқ қол қайтурмаңлар.


— Икки қур кийими барлар, бир қурини йоқларға бәрсун, йәйди­ғини барларму шундақ қилсун, — дәп җавап бәрди Йәһия пәйғәмбәр.


Бурун оғрилиқ қилғанлар әнди оғрилиқ қилмисун. Әксичә икки билигигә тайинип садақәтмәнлик билән ишлисун. Тапқинидин һаҗәтмәнләргә бөлүп бәрсун.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite