13 Һәммигә һаятлиқ бәргүчи Худаниң, шундақла Понтий Пилатусқа жүрәклик һалда улуқ һәқиқәт тоғрисида гувалиқ бәргән Әйса Мәсиһниң алдида саңа шуни тапилаймәнки,
Һәзрити Әйса һакимниң алдиға кәлтүрүлди. Һаким Униңдин: — Сән йәһудийларниң Падишасиму? — дәп сориди. — Ейтқиниңиздәк, — деди һәзрити Әйса.
Худаниң, Әйса Мәсиһниң вә Худа таллиған периштәләрниң алдида саңа шуни буйруймәнки, сән бу сөзлиримгә қәтъий әмәл қил. Айримчилиқ қилма, һәр қандақ ишта бир тәрәпкә ян басма.
— Лаодикиядики мәсиһийләр җамаитиниң периштәсигә мундақ яз: «Амин Аталғучи, йәни садиқ вә ишәнчлик Гувачи, Худа яратқан мәвҗудатларниң Мәнбәси мундақ дәйду:
садиқ Гувачи, өлүмдин тунҗа Тирилгүчи, дуния падишалириниң Һөкүмрани болған Әйса Мәсиһтин силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ болғай. У бизни сөйди, Өз қени билән бизни гуналиримиздин азат қилди,
Өлгәнләрни Атиси қандақ тирилдүрүп, уларға һаятлиқ ата қилған болса, Оғлиму шуниңға охшаш Өзи халиған кишиләргә мәңгүлүк һаят ата қилиду.
Униңдин кейин периштә маңа Худаниң вә Қозиниң тәхтидин башланған, хрустальдәк сүзүк һаятлиқ сүйи еқиватқан дәрияни көрсәтти.
У йәнә: «Тамам болди. Баш вә Ахир, Муқәддәм вә Тамам Өзәмдурмән. Уссиғанларға һаятлиқ сүйиниң булиғидин һәқсиз су беримән.
Ишәнч йолида улуқ күрәшләрни қил. Худа ата қилған мәңгүлүк һаятни қәдирлә. Сән буниң үчүн чақирилдиң һәм нурғунлиған гувачилар алдида бу мәңгүлүк һаятни аллибурун очуқ етирап қилдиң.
Чүнки Худа бирдур, Худа билән инсанлар арисидики Яраштурғучиму бирдур. У болсиму, инсан тенидә дунияға кәлгән Әйса Мәсиһтур.
Униң инсанларға һеч қандақ һаҗити чүшмәйду. Әксичә инсанларға һаятлиқ, нәпәс шундақла улар еһтияҗлиқ болған һәр қандақ нәрсини ата қилип, уларниң еһтияҗлирини қандуриду.
— Сизгә бу һоқуқ асмандин берилмигән болса, Маңа нисбәтән һеч қандақ һоқуқуңиз болмиған болатти. Шуниң үчүн Мени сизгә тапшуруп бәргән адәмниң гунайи техиму еғирдур, — деди һәзрити Әйса.
Һәзрити Әйса униңға: — Йол, һәқиқәт вә һаятлиқ Өзәмдурмән. Мениңсиз һеч ким Худа Атамниң йениға баралмайду.
Чүнки Атиси Өзи қандақ һаятлиқ мәнбәси болса, Оғлиниму шундақла һаятлиқ мәнбәси қилди.
һаким Пилатусқа тапшуруп бәрди.
Силәрниң бу қетимқи сәдиқәңләр ишәнчиңларниң һәқиқий екәнлигиниң испатидур. Кишиләр силәрниң өзәңлар етирап қилған Әйса Мәсиһ һәққидики Хуш Хәвәргә садиқ болғанлиғиңлар, шундақла мал-мүлкүңларни өзлири вә көпчилик билән мәртләрчә ортақлашқанлиғиңлар үчүн, Худани улуқлайду.
Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқ һәммиңлар Худаниң пәрзәнтлири болдуңлар.
Маңа күч-қудрәт бәргән Рәббимиз Әйса Мәсиһкә шүкүр ейтимән. Чүнки У мени ишәнчлик дәп қарап, Өз хизмитигә тайинлиди.
«Әйса Мәсиһ гунакарларни қутқузуш үчүн дунияға кәлди» дегән сөз һәқтур вә уни қобул қилишқа пүтүнләй әрзийду. Мән гунакарларниң ичидики әң еғир гунакаримән.