Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 5:9 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

9 Мәсиһийләр җамаитидә ярдәм беридиған, ери өлүп кәткән тул аялларни тизимлиғанда, улар чоқум өз еригә садиқ болған болуши вә йеши атмиштин жуқури болуши керәк.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған биринчи хәт 5:9
10 Referans Kwoze  

Җамаәт йетәкчиси болса, әйиплинидиған тәрипи болми­ған, аялиға садиқ, өзини тутувалған, еғир бесиқ, һөрмәткә сазавәр, меһмандост, башқиларға Худа тоғрисида тәлим берәләйдиған болуши,


Ери өлүп кәткән яш тул аялларни тизимлима, чүнки бундақ аяллар­ниң җисманий җәһәттики арзулири Әйса Мәсиһкә болған садиқ­лиғини бесип кәлсә, улар қайта некалинишни арзу қилип, мәсиһийләр җамаитидики хизмитини давамлаштурушни халимайду.


Шуниң үчүн бундақ яш тул аялларниң некалинип, пәрзәнт көрүп, өй ишлири билән шуғул­линишини несиһәт қилимән. Шундақ қилғанда, бизгә қарши турғучи­ларда һәр қандақ питнә-иғва тарқи­тиш пурсити болмайду.


Хизмәт­чиләр өз аялиға садиқ, өз пәрзәнтлири вә өз аилисини яхши башқури­ди­ған кишиләрдин болсун.


Әгәр ишәнчи бар бир аялниң тул қалған туққанлири болса, у уларға ярдәм бәрсун, жүкни мәсиһийләр җамаитигә иштирип қоймисун. Шундақ болғанда, җамаәт һәқиқий егә-җақисиз қалған тул аялларға ярдәм қилалайду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite