Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 5:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 Ери өлүп кәткән егә-җақисиз тул аяллар үмүтини Худаға бағлиған болуп, улар кечә-күндүз дуа-тилавәттә болиду.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған биринчи хәт 5:5
27 Referans Kwoze  

Ери өлүп кәткән, һәқиқий муһтаҗлиқта қалған тул аялларни һөрмәтләп, уларниң һалидин хәвәр ал.


кейин тул қалған еди. У сәксән төрт яшқа киргән болуп, ибадәтхана һойлилиридин чиқмай, роза тутуп, кечә-күндүз дуа қилип, Худаға ибадәт қилатти.


Бурунқи чағларда үмүтини Худаға бағлиған садақәтмән аяллар дәл мошундақ гөзәллик билән өзлирини зенәтләп, әрлиригә бойсунатти.


Әгәр ишәнчи бар бир аялниң тул қалған туққанлири болса, у уларға ярдәм бәрсун, жүкни мәсиһийләр җамаитигә иштирип қоймисун. Шундақ болғанда, җамаәт һәқиқий егә-җақисиз қалған тул аялларға ярдәм қилалайду.


Ғәмсиз болушуңларни үмүт қилимән. Өйләнмигән әр Рәббимизни хурсән қилиш үчүн, Рәббимизниң ишлириниң ғемини қилиду.


Һәзрити Әйса шагиртлириға бошашмастин, һемишәм дуа қилип туруш керәклиги тоғрисида йәнә бир тәмсил сөзләп бәрди:


Һемишәм Муқәддәс Роһқа тайинип, илтимасиңларни ейтип дуа-тилавәт қилиңлар. Шундақла сәгәк туруп, барлиқ мәсиһийләр үчүн давамлиқ дуа қилип туруңлар.


Бир адаләтсиз қази шундақ қилған йәрдә, Худа Өзидин кечә-күндүз ярдәм тилигән бәндилириниң дәрдигә йәтмәсму? Уларға қилидиған шапаитини кечиктүрәрму?


Қилған яхшилиқлириңни Пәрвәрдигар өзәңгә яндурғай. Сән қанити астида паналиқ издигән Пәрвәрдигар, йәни исраиллар етиқат қилип кәлгән Худа саңа мол илтипатини яғдурғай, — деди.


Шуниң билән униң көңли иккигә бөлүнүп кетиду. Әрсиз аял яки некалиқ болмиған қиз болса, җисманий вә роһий җәһәттә өзини Худаға беғишлаш мәхситидә Рәббимизниң ишлириниң ғемини қилиду. Лекин некаланған аял болса ерини хурсән қилиш үчүн, бу дунияниң ишлириниң ғемини қилиду.


Демәк, мән араңларда болсам, бир-биримизниң ишәнчи­миз­дин өз ара илһам алалаймиз.


Худа Әйса Мәсиһ арқилиқ маңа меһир-шәпқәт көрситип, мени әлчиликкә таллиди. Шуңа мән һәр милләт кишилирини Худаға бойсунсун дәп, уларни Әйса Мәсиһкә ишинишкә чақиримән. Бу Әйса Мәсиһниң намиға шан-шәрәп кәлтү­рүш үчүндур.


Бизниң хәлқимизниң он икки қәбилисидики пүтүн қериндашларму кечә-күндүз Худаға ибадәт қилип, Униң уларға қилған дәл мошу вәдисини әмәлгә ашурушини интизарлиқ билән күтүп кәлди. Әй хан, йәһудийларниң мениң үстүмдин шикайәт қилиши, дәл мана шу үмүт билән мунасивәтлик.


Шу күнләрдә мәсиһийләрниң сани күндин-күнгә көпийип бар­мақта еди. Бирақ грекчә сөзләйдиған бәзи йәһудийлар йәрлик йәһудийлардин рәнҗип қалған еди. Уларниң дейишичә, күндилик тамақни тәхсим қилишта уларниң ичидики тул аялларға берилгән тамақ башқиларниңкидин аз екән.


Петрус дәрһал йолға чиқип, улар билән биллә Җаффаға кәлди. Петрус Җаффаға йетип келиши билән үстүнки қәвәттики өйгә башлап чиқилди. Барлиқ тул аяллар Петрусниң әтрапиға олишип, жиға-зар қилишти вә Доркасниң һаят вақтида өзлиригә тикип бәргән кийимлирини униңға көрситишти.


Петрус алдиға берип, уни йөләп турғузди вә тул аяллар билән башқа мәсиһийләрни чақирип, Доркасни уларға тирик тапшуруп бәрди.


Һеч нәрсидин ғәм қилмаңлар. Әксичә һәр қандақ тәливиңлар болса, дуа-тилавәт арқилиқ Худадин тиләңлар вә шүкүр ейтиңлар.


Алди билән сәндин вә барлиқ мәсиһийләрдин пүткүл инсан үчүн Худадин тиләкләр тиләшни, Худаға дуа-тилавәт қилишни, башқи­лар үчүн мураҗиәт қилишни вә Худаға шүкүрләр ейтишни,


Мән худди әҗдатлиримға охшаш Худаға пак вижданим билән хизмәт қиливатимән. Мән сән үчүн Худаға шүкүр ейтимән. Мәйли кечә яки күндүз болсун дуалиримда сени дайим әсләп туримән.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite