Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 5:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Ери өлүп кәткән, һәқиқий муһтаҗлиқта қалған тул аялларни һөрмәтләп, уларниң һалидин хәвәр ал.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған биринчи хәт 5:3
28 Referans Kwoze  

Шу күнләрдә мәсиһийләрниң сани күндин-күнгә көпийип бар­мақта еди. Бирақ грекчә сөзләйдиған бәзи йәһудийлар йәрлик йәһудийлардин рәнҗип қалған еди. Уларниң дейишичә, күндилик тамақни тәхсим қилишта уларниң ичидики тул аялларға берилгән тамақ башқиларниңкидин аз екән.


барлиқ инсанларни һөрмәтләңлар, мәсиһий қериндашлириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар, Худадин қорқуңлар, Падишани һөрмәтләңлар.


Ата-анаңни һөрмәт қил. Шу чағда Мән саңа ата қилмақчи бол­ған зиминда узақ өмүр сүрисән.


Әй әрләр, шуниңға охшаш силәрму аяллириңлар билән болған турмушта уларниң силәрдин аҗиз екәнлигини чүшинип, уларға көйүнүңлар вә уларни һөрмәтләңлар. Чүнки уларму силәргә охшаш Худа ата қилған йеңи һаяттин ортақ һөзүрләнгүчи­ләрдур. Шундақ қилсаңлар, дуалириңлар тосалғуға учримайду.


Худа Атимизниң нәзәридики пак вә әйип­сиз сада­қәт­мәнлик болса қийинчилиқта қалған житим-йесир, ери өлүп кәткән тул аялларға ғәмхорлуқ қилиш вә өзимизни дунияниң булғи­ши­дин сақлаштур.


Мәйли силәр болуңлар яки башқилар болсун, биз һеч кимдин бирәр махташ тама қилмидуқ.


Петрус дәрһал йолға чиқип, улар билән биллә Җаффаға кәлди. Петрус Җаффаға йетип келиши билән үстүнки қәвәттики өйгә башлап чиқилди. Барлиқ тул аяллар Петрусниң әтрапиға олишип, жиға-зар қилишти вә Доркасниң һаят вақтида өзлиригә тикип бәргән кийимлирини униңға көрситишти.


У шәһәр дәрвазисиға кәлгәндә, җиназа көтирип чиқиватқан бир топ адәмгә йолуқуп қалди. Өлгән бала бир тул аялниң ялғуз оғли еди. Шәһәрдики нурғун кишиләр һелиқи тул аял билән биллә чиққан еди.


кейин тул қалған еди. У сәксән төрт яшқа киргән болуп, ибадәтхана һойлилиридин чиқмай, роза тутуп, кечә-күндүз дуа қилип, Худаға ибадәт қилатти.


Һалиңларға вай, әй сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр Асманниң Падишалиғиниң ишигини инсанлар үчүн тақидиң­лар! Йә өзәңлар киришни ойлимидиңлар, йә киришни истигән­ләрниң киришигә йол қоймидиңлар. {


ата-анисиға һөрмәт көрситиш мәҗбурийити қалмайду», дәйсиләр. Буниң билән әнъәнәңларни дәп, Худаниң әмрини йоққа чиқирисиләр.


Йеши чоң аялларға анаңға муамилә қилғандәк муамилә қил. Яш аялларғиму сиңиллириңға муамилә қилған­дәк пак қәлб билән муамилә қил.


Һәзрити Әйса Натанйәлниң Өзиниң алдиға келиватқанлиғини көрүп, у тоғрилиқ: — Мана бу ичидә қилчә һейлә-микриси йоқ һәқиқий бир исраил! — деди.


Петрус алдиға берип, уни йөләп турғузди вә тул аяллар билән башқа мәсиһийләрни чақирип, Доркасни уларға тирик тапшуруп бәрди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite