Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 5:23 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

23 (Ашқазиниңниң яхши болми­ғанлиғи, шундақла дайим кесәл болуп қалидиғанлиғиң үчүн, сула ичмәй, бир аз шарапму ичип бәргин.)

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған биринчи хәт 5:23
11 Referans Kwoze  

Худа яратқан һәммә нәрсә яхшидур. Уларниң һеч қайсиси чәкләнгән әмәс, уларни шүкүр ейтип қобул қилса болиду.


Худди җамаәтниң йетәкчилиригә охшаш, җамаәтниң хизмәтчили­риму есил-пәзиләтлик, сәмимий гәп қилидиған, һарақ-шарапқа берилмәйдиған, мал-дунияға тамахор болмайдиған кишиләрдин болуши,


Шуниңдәк, йеши чоң аялларни садақәтмәнликкә лайиқ жүрүш-турушқа һәм питнә-пасат қилмайди­ған, һарақ-шарапқа берилмәйдиған болушқа чақирғин. Улар башқи­ларға неминиң яхши екәнлигини үгәтсун.


Мәсиһийләр җамаитигә йетәкчи болған бундақ киши Худаниң хизмитини зимми­сигә алғанлиғи үчүн, шундақ әйипсиз болуши керәкки, һәргиз тәрса, чос мүҗәз, һарақкәш, зораван, мал-дунияға тамахор болмаслиғи,


шундақла һарақкәш вә зораван болмаслиғи, хуш пеил, гәп талаш­майдиған, өзини мал-дунияға урмайдиған киши болуши,


Һарақ-шарап ичип мәс болуп жүрмәңлар. Чүнки бундақ қилиш адәмни жүгәнсизликкә елип бариду. Буниң орниға Муқәддәс Роһқа чөмүп, Униң йетәкчи­ли­гидә болуңлар.


Силас билән Тимотий Македонийәдин кәлгәндин кейин, Павлус барлиқ вақтини Худаниң Хуш Хәвирини йәткүзүшкә сәрип қилип, йәһудийларға һәзрити Әйсаниң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигигә гувалиқ бәрди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite