18 Чүнки Муқәддәс Язмиларда: «Хаман тәпкән өкүзниң ағзини боғма», «Ишчи өз һәққини елишқа һәқлиқтур», дейилгән.
Шуниңға охшаш, Рәббимиз Хуш Хәвәрни тарқитидиғанларниң турмуши Хуш Хәвәрни қобул қилғанлар тәрипидин қамдалсун, дәп буйруған еди.
У өйдин бу өйгә йөткилип жүрмәңлар, бәлки чүшкән өйдә туруңлар вә өйдикиләрниң бәргинини йәңлар, чүнки хизмәткар кимгә хизмәт қилса, шуниңдин иш һәққи елишқа һәқлиқ.
Сәпәргә чиққанда нә хурҗун, нә бирәр артуқ көйнәк, нә аяқ, нә һаса еливалмаңлар. Чүнки хизмәткар кимгә хизмәт қилса, шуниңдин иш һәққи елишқа һәқлиқ.
Муқәддәс Язмиларда: «Худа қәлбимизгә салған Муқәддәс Роһ бизниң Худаға садақәтмән болушимизни наһайити арзу қилиду», дейилгән. Силәрчә бу қуруқ сөзму?
Муқәддәс Язмиларда: «Униңға ишәнч қилғанла киши наүмүттә қалмайду», дейилгән.
Худа Муқәддәс Язмиларда Мисирниң падишасиға мундақ дегән: «Мениң сени тиклишимдики мәхсәт — пәқәт сениң үстүңдә күчүмни аян қилип, намимни пүтүн йәр-зиминға тарқитиштур».
Муқәддәс Язмиларда Худаниң йәһудий әмәсләрниң Өзигә ишиниши сәвәвидин уларни һәққаний адәм дәп җакалайдиғанлиғи алдин-ала дейилгән. Худа Ибраһимға: «Һәммә милләтләргә сән арқилиқ бәхит ата қилимән», дәп бу Хуш Хәвәр тоғрилиқ алдин-ала ейтқан.
Худа әзәлдинла таллиған Өз хәлқидин ваз кәчкини йоқ. Муқәддәс Язмиларниң Илияс пәйғәмбәр һәққидики қисмида немә дейилгәнлиги силәргә аян. Илияс пәйғәмбәр исраиллардин рәнҗип, Худаға ялвуруп:
Чүнки Муқәддәс Язмиларда мундақ дейилгән: «Ибраһим Худаниң сөзлиригә ишәнди. Худа униң ишәнчини көрүп, уни һәққаний адәм, дәп һесаплиди».