Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 5:14 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

14 Шуниң үчүн бундақ яш тул аялларниң некалинип, пәрзәнт көрүп, өй ишлири билән шуғул­линишини несиһәт қилимән. Шундақ қилғанда, бизгә қарши турғучи­ларда һәр қандақ питнә-иғва тарқи­тиш пурсити болмайду.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған биринчи хәт 5:14
19 Referans Kwoze  

өзини тутувелиш, пак болуш, өй ишлириға маһир болуш, меһриван болуш вә әрлиригә бойсунуш қатар­лиқ­ларни үгитәләйдиған болсун. Яш аяллар шундақ яшиса, Худаниң сөзи қариланмайду.


Қул мәсиһийләрниң һәммиси өз ғоҗайинлирини һөрмәтлисун. Шундақ қилғанда, Худаниң нами вә Худадин кәлгән тәлимниң күпүрлүккә учрап қелишидин сақланғили болиду.


һәм башқилар камчилиқ тапалмайдиған тоғра сөзләр билән тәлим бәргин. Буниң билән бизгә қарши чиққучилар яман гепимизни қилишқа сәвәп тапалмай уялсун.


Бу ялғанчилар некали­нишни вә бәзи йемәкликләрни истимал қилишни мәнъий қилиду. Һалбуки, бу йемәкликләрни Худа Өзигә ишәнгән һәм һәқиқәтни билидиғанларниң шүкүр ейтип қобул қилиши үчүн яратқан.


Һәммә адәм некани һөрмәт қилсун. Әр-хотун бир-биригә садиқ болсун. Чүнки Худа некасиз җинсий мунасивәттә болғанлар вә җори­сиға садиқ болмиғанлардин һесап алиду.


Ери өлүп кәткән яш тул аялларни тизимлима, чүнки бундақ аяллар­ниң җисманий җәһәттики арзулири Әйса Мәсиһкә болған садиқ­лиғини бесип кәлсә, улар қайта некалинишни арзу қилип, мәсиһийләр җамаитидики хизмитини давамлаштурушни халимайду.


Шуңа мән шуни үмүт қилимәнки, мәсиһий әрләр мәйли қәйәрдә болсун, һәр қетим дуаға җәм болғанда башқиларға ғәзәпләнмәй, дәталаш қилмай, тоғра әмәллик қоллирини көтирип дуа қилсун.


Аталмиш әлчиләрниң «Бизниң қиливатқинимиз билән уларниң қиливатқинида һеч қандақ пәриқ йоқ», дәп махтинишиға пурсәт тапалмаслиғи үчүн, силәрдин һәқ алмай қиливатқан халис ишлиримни давамлаштуримән.


Шуниң үчүн бир-бириңларни әйипләшни тохтитиңлар. Қеринди­шиң­ларни тоғра йолдин аздуруп, уларни гунаға жиқитишқа сәвәп болидиған һәр қандақ иш қилмаслиқни қарар қилиңлар.


Ибраһим дәрһал чедириға жүгрәп кирип, Сарәгә: — Дәрһал бир халта әң яхши ундин нан пишарғин! — деди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite