Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 5:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

11 Ери өлүп кәткән яш тул аялларни тизимлима, чүнки бундақ аяллар­ниң җисманий җәһәттики арзулири Әйса Мәсиһкә болған садиқ­лиғини бесип кәлсә, улар қайта некалинишни арзу қилип, мәсиһийләр җамаитидики хизмитини давамлаштурушни халимайду.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған биринчи хәт 5:11
13 Referans Kwoze  

Шуниң үчүн бундақ яш тул аялларниң некалинип, пәрзәнт көрүп, өй ишлири билән шуғул­линишини несиһәт қилимән. Шундақ қилғанда, бизгә қарши турғучи­ларда һәр қандақ питнә-иғва тарқи­тиш пурсити болмайду.


Силәр бу дунияда баяшәт вә әйш-ишрәт ичидә яшаватисиләр. Қойлар боғузлинидиған күнгә қәдәр бодалғанға охшаш, силәрму қиямәт күнигә қәдәр өзәңларни бодаватисиләр.


Әйш-ишрәттә һашамәтчилик билән яшиған қандақ, Бериңлар униңға азап вә әләм шундақ. Чүнки махтинидуки у өз көңлидә: ‹ Олтиримән хаништәк тәхттә, Тул әмәсмән. Тутмасмән әсла матәм! ›


Чүнки улар ялған-явдақ сөзләр билән махтинип, өзини хата йолдин йеңила тартқанларниң шәһваний һәвәслирини қозғитиш билән уларни аздуриду.


Мәсиһийләр җамаитидә ярдәм беридиған, ери өлүп кәткән тул аялларни тизимлиғанда, улар чоқум өз еригә садиқ болған болуши вә йеши атмиштин жуқури болуши керәк.


Бу ялғанчилар некали­нишни вә бәзи йемәкликләрни истимал қилишни мәнъий қилиду. Һалбуки, бу йемәкликләрни Худа Өзигә ишәнгән һәм һәқиқәтни билидиғанларниң шүкүр ейтип қобул қилиши үчүн яратқан.


Буниң билән улар дәсләп бәргән вәдисигә хилаплиқ қилиш сәвәвидин әйиплиниду.


Чүнки ичишти һәр қайси хәлиқләр, Униң әхлақсизлиғиниң күчлүк шаравидин. Җинсий әхлақсизлиқ қилишти дунияниң падишалири униң билән, Бейишти дунияниң содигәрлири. Униң баяшәтчилигиниң көплүгидин».


Униң билән җинсий әхлақсизлиқ қилған вә әйш-ишрәттә яшиған дунияниң падишалири уни өртигән отниң ис-түтәклирини көргәндә, униң һалиға ечинип жиға-зар қилишиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite