Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 5:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Йеши чоң әрләр хаталиқ өткүзсә, уларни қаттиқ әйиплимигин, әксичә уларға атаңни һөрмәтлигәндәк һөрмәт билән несиһәт бәргин. Шуниңдәк, яш әрләргә өз қериндашлириңға муамилә қилған­дәк муамилә қил.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған биринчи хәт 5:1
26 Referans Kwoze  

Йеши чоң әрләрни өзини тутувалған, есил пәзиләтлик, еғир бесиқлиқ, ишәнчидә сап, меһир-муһәббити билән сәвир-тақити толуп ташқан болушқа чақирғин.


Һазир мән араңлардики мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчи­ли­ригә бир еғиз сөз қилмақчимән. Чүнки мәнму силәргә охшаш бир йетәкчи һәм Әйса Мәсиһниң чапрас яғачта чәккән азап-оқубәт­ли­риниң гувачиси. У қайтип кәлгәндә, Униң намайән қилиди­ған шан-шәривидин һөзүрләнгүчимән. Йетәкчи сүпитимдә силәр йетәкчи­ләрдин шуни өтүнимәнки,


Қериндашлар, әгәр араңларда бириниң һазирму гуна қиливат­қанлиғи байқалған болса, ишәнчтә пишип йетилгән силәр уни мулайим­лиқ билән тоғра йолға қайтуруп келиңлар. Шуниң билән бир вақитта өзәңларниңму аздурулуп кәтмәслигиңларға диққәт қилиң­лар.


Яш әрләрниму өзини тутувалалайдиған болушқа чақирғин.


Бирақ силәр «устаз» дәп атилишқа көнмәңлар. Чүнки силәрниң ялғуз бирла Устазиңлар бар. Униң үстигә, һәммиңлар бир-бириңларға қериндаш.


Мәсиһийләр җамаитини яхши башқуридиған йетәкчиләр, болупму Худаниң сөзини йәткүзүш вә тәлим бериштә әҗир сиңдүр­гән кишиләр чоқум чоңқур һөрмәткә сазавәр болуши вә униңға лайиқ һәқ елиши керәк.


Һәр кимгә өзигә тегишлик һәққини төләңлар. Ғәллә-парақ жиққучиға ғәллә-парақни, баҗ жиққучиға баҗни тапшуруңлар, һөрмәт қилишқа тегишлик болғанларни һөрмәт қилиң­лар, иззәтләшкә тегишлик болғанларни иззәтләңлар.


Павлуслар Йерусалимға кәлгинидә, әлчиләр, йетәкчиләр вә башқа мәсиһийләрниң қарши елишиға муйәссәр болди. Улар көпчиликкә Худаниң өзлири арқилиқ қилған ишлирини йәткүзди.


Павлус билән Барнаба йәнә һәр қайси мәсиһийләр җамаитигә йетәкчиләрни бәлгүләп, дуа қилиш вә роза тутуш арқилиқ уларни өзлири ишинидиған Рәббимиз Әйсаға тапшурди.


Тәхтниң әтрапида йәнә жигирмә төрт тәхт бар еди. Тәхтләрдә башлириға алтун таҗа кийгән, ақ тонға оранған жигирмә төрт йетәкчи олтиратти.


Қәдирлик Гаюсқа мәнки мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчисидин салам! Мән чин көңлүмдин сени сөйимән.


Худа тәрипидин талланған ханимға вә униң пәрзәнтлиригә мәнки мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчисидин салам! Мән чин көңлүмдин силәрни сөйимән. Силәрни ялғуз мәнла әмәс, Худаниң һәқиқитини тонуп йәткәнләрниң һәммиси силәрни сөйиду.


Ағриқ-силақлар бар болса, мәсиһийләр җамаитиниң йетәк­чи­лирини чақиртип кәлсун. Улар Рәббимизниң нами билән бу ағриватқанларниң бешиға яғ сүркәп дуа қилсун.


Лекин бир адәмдә Худадин кәлгән әқил-парасәт болса, у алди билән пак, андин течлиқпәрвәр, хуш пеил, кәмтар вә рәһимдил болуп, униң һаяти яхши мевиләр билән толған болиду. У йәнә айримчилиқ вә сахтипәзлик қилмайду.


Павлус Милет шәһиридин Әфәскә адәм әвәтип, мәсиһийләр җамаити йетәкчилирини чақирди.


Шуңа әлчиләр билән йетәкчиләр бу мәсилини музакирә қилиш үчүн җәм болушти.


Йеши чоң аялларға анаңға муамилә қилғандәк муамилә қил. Яш аялларғиму сиңиллириңға муамилә қилған­дәк пак қәлб билән муамилә қил.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite