Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 4:7 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

7 Худаниң һәқиқитини бурмилайдиған бемәна әпсаниләрни рәт қилип, өзәңни садақәтмәнлик йолида йетилдүргин.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған биринчи хәт 4:7
20 Referans Kwoze  

Уларға әпсаниләр вә узундин-узунға созулған нәсәбнамиләр билән вақтини исрап қилмаслиғини буйруғин. Булар пәқәт бемәна талаш-тартишларни кәлтүрүп чиқириду, шундақла ишәнч билән қилинидиған Худа йолидики ишларни қилишқа пайдисиз болиду. Худа йолида меңишқа нисбәтәнму пайдисиз болиду. Худа йолида меңиш пәқәт ишәнч арқилиқла әмәлгә ашиду.


Худаға болған садақәтмәнликкә мунасип кәлмигән қуруқ гәпләрдин сақлан, чүнки бундақ гәпләрни қилғучилар Худадин техиму жирақлишиду.


Бу меһир-шәпқәт бизни гунакарлиқни вә бу дунияниң арзу-һәвәслирини рәт қилип, бу паний дунияда тоғра, Худа­ға садақәтмән вә өзини тутувалған һалда яшашқа йетәкләйду.


Әхмиқанә талаш-тартишлар, нәсәбнамиләр тоғрисидики қуруқ гәп-сөзләр вә Тәврат қануни билән мунасивәтлик җедәл-маҗралар­дин сақлан. Чүнки бу ишлар пайдисиз вә әһмийәтсиздур.


Йемәклик болса йетилгәнләр үчүндур. Чүнки уларниң әқли йетилиш җәриянида яхши-яманни пәриқ етишкә көнгәндур.


Әхмиқанә вә бекар талаш-тартишларға арилишишни рәт қил. Чүнки бундақ ишларниң җедәл терийдиғанлиғини билисән.


Һәқ сөзләрни рәт қилип, бемәна әпсаниләргә қулақ салиду.


Әй Худаниң садиқ бәндиси, сән бундақ ишлардин жирақ тур. Һәққанийлиқ, садақәтмәнлик, ишәнч, меһир-муһәббәт, сәвир-тақәт вә мулайимлиқни издә.


Шу сәвәптин өзәм һемишәм Худа алдидиму, инсанлар алдидиму пак вижданлиқ болушқа тиришимән.


Әй Тимотий, саңа аманәт қилинған бу тәлимләрни яхши сақла. Худаға болған садақәтмәнликкә, мунасип кәлмәйдиған қуруқ гәпләр­дин һәм бемәна билимни билим дегүчиләрниң талаш-тартиш­ли­ри­дин сақлан.


Улар бемәна йәһудий әпсанилиригә вә һәқиқий тәлимдин чәтнигәнләрниң диний қаидә-йосунлириға қулақ салмисун.


Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған, Худаға садақәт­мәнлик билән һаят кәчүрүшкә ирадә бағлиғанларниң һәммиси зиянкәшликкә учрайду.


Һәмми­мизгә мәлумки, ишәнчимизниң сири бүйүктур: Әйса Мәсиһ инсан тенидә аян болди, Муқәддәс Роһ Униң һәққанийлиғини испатлиди, У периштәләргә көрүнди, У тоғрисидики хәвәр пүткүл милләтләргә җакаланди, Инсанлар Униңға ишәнди, У улуқлуқ ичидә асманға көтирилди.


бәлки яхши әмәлияти билән пәдәзлишини үмүт қилимән. Бу Худа йолида маңимән дәйдиған аялларға яришиду.


Биз йәнә шуни билишимиз керәкки, Тәврат қануни Худаниң әмирлиригә бойсунидиған адәмләр үчүн әмәс, бәлки натоғра ишларни қилғучилар үчүн түзүлгәндур, йәни қанунға хилаплиқ қилғучилар, бойни қаттиқлар, Худа йолида маңмиғанлар, гунакарлар, Худаға бепәрвалиқ қилғучилар, Худани мәсқирә қилғучилар, ата-анисини яки башқиларни өлтүргән қатиллар,


Бәдәнни йетилдүрүшниң пайдиси бар, әлвәттә. Лекин садақәтмән­ликни йетилдүрүшниң пайдиси техиму көптур. Чүнки у бу дуния вә у дуниядики һаят үчүн бәхит елип келиду.


Охшимай­диған тәлимләрни тәрғип қилған киши Рәббимиз Әйса Мәсиһниң һәқ сөзлирини, шундақла Униң бизни садақәтмәнликкә йетәкләй­диған тәлимини қобул қилмиған болиду.


һәм дайимлиқ сүркилиш кәлтүрүп чиқириду. Бу кишиләрниң нийити бузуқ болуп, һәқиқәттин мәһрум болған. Уларниң нәзәридә садақәтмәнлик пәқәт­ла бир тапавәт йолидур, халас.


Сиртқи қияпәттә садақәтмән болувелип, әмәлиятта көңлидә Худа­ниң қудритини инкар қилиду. Бундақлардин жирақ тур.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite