5 Чүнки һәммә нәрсә Худаниң сөзи вә инсанларниң дуаси билән һалал болиду.
Бу ялғанчилар некалинишни вә бәзи йемәкликләрни истимал қилишни мәнъий қилиду. Һалбуки, бу йемәкликләрни Худа Өзигә ишәнгән һәм һәқиқәтни билидиғанларниң шүкүр ейтип қобул қилиши үчүн яратқан.
Чүнки Әйса Мәсиһкә ишәнмигән җүпти униң мәсиһий ери яки аяли арқилиқ Худа тәрипидин қобул қилинип, уларниң некаси Худаниң нәзәридә йәнила пак болиду. Ундақ болмиғанда, уларниң пәрзәнтлири напак болатти, әмәлиятта пактур.
Һәзрити Әйса униңға җававән: — Тәвратта: «Инсан пәқәт нан биләнла яшимайду», дәп йезилған, — деди.
Пак кишиләр үчүн һәммә нәрсә һалалдур. Лекин напак кишиләр вә ишәнмәйдиғанлар үчүн һеч қандақ нәрсә һалал әмәстур. Уларниң ой-пикирлириму, вижданиму булғинип кәткән.
Шуңа кәмбәғәлләргә көңүл бөлүп, өзәңлар ачкөзлүк билән бесип ятқан тәәллуқатилириңларни еһтияҗлиқ болғанларға бериңлар. Шу чағдила ичиңлар һәм тешиңлар пак болиду.
Худа яратқанлириниң һәммисигә қарап, уларниң яхши екәнлигини көрди. Кечә-күндүз өтүп, бу алтинчи күн болди.
Шуниң билән Худа йәр йүзидә һәр хил җаниварларни өз түрлири бойичә яратти вә уларниң яхши екәнлигини көрди.
Биз ишәнч арқилиқ каинатниң Худаниң әмри билән яритилғанлиғини, биз көрәләйдиған мәвҗудатларниң көргили болидиғандин бәрпа болмиғанлиғини чүшинәләймиз.