Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 4:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

4 Худа яратқан һәммә нәрсә яхшидур. Уларниң һеч қайсиси чәкләнгән әмәс, уларни шүкүр ейтип қобул қилса болиду.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған биринчи хәт 4:4
15 Referans Kwoze  

Йемәк­лик сәвәвидин Худаниң қиливатқан ишлирини бузмайли. Әлвәттә, һәммә йемәклик һалалдур. Бирақ бир адәм өзиниң йемәк­лиги сәвәвидин башқиларниң гуна өткүзүшигә сәвәпчи болуп қалса, бу дурус болмайду.


Гөш дукинида сетилған гөшләрни бутқа атап нәзир қилинғанму яки қилинмиғанму, дәп сүрүштүрүп жүрмәй, пак виждан билән йәвериңлар.


Рәббимиз Әйсаға мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, мән шуниңға һәқиқий ишини­мән­ки, һәр қандақ йемәкликниң өзи һарам әмәстур. Лекин мәлум йемәкликни һарам дәп қариған киши үчүн, у йемәклик һарамдур.


Бәзиләр: «Худа тәрипидин мәнъий қилинмиған болса, немә қилимән десәм, өз ихтиярим», дейиши мүмкин. Лекин һәммә иш пайдилиқ болувәрмәйду. «Немә қилимән десәм, өз ихтиярим», дегән бу сөз тоғра болсиму, лекин һәммә иш қериндашлириниң ишәнч җәһәттә күчлүк болуп йетилишигә ярдәм берәлмәйду.


Йәһудий әмәс мәсиһий­ләргә кәлсәк, улар йәһудийларниң әнъәнилиригә риайә қилмисиму болиду. Пәқәтла өткәнки хетимиздә тапилиғинимиздәк, бутқа атап қурванлиқ қилинған йемәкликләрни йемисун, қанни вә боғуп өлтүрүл­гән һайванниң гөшиниму йемисун, җинсий әхлақсизлиқ қилмисун, — дейишти.


Бу ялғанчилар некали­нишни вә бәзи йемәкликләрни истимал қилишни мәнъий қилиду. Һалбуки, бу йемәкликләрни Худа Өзигә ишәнгән һәм һәқиқәтни билидиғанларниң шүкүр ейтип қобул қилиши үчүн яратқан.


Худа яратқанлириниң һәммисигә қарап, уларниң яхши екәнлигини көрди. Кечә-күндүз өтүп, бу алтинчи күн болди.


Зөрүр болған бәлгү­ли­миләр төвәндикичә: Бутларға атап нәзир қилинған гөшләр­ни йемәңлар. Қанни вә боғуп өлтүрүлгән һайванниң гөшлири­ниму йемәңлар. Җинсий әхлақсизлиқ қилмаңлар. Силәр мошу бир нәччә иштин хали болсаңлар, яхши қилған болисиләр. Силәргә аманлиқ тиләймиз!»


Бирақ Петрусқа йәнә: — Худа һалал дегәнни сән һарам десәң болмайду, — дегән аваз аңланди.


Бәзиләр мәлум бир күнни қәдирләп, буниң билән Рәббимизгә болған һөрмитини ипадиләйду. Бәзиләр, йәни һәр қандақ йемәкликләрни йәйдиғанларму шу йегән йемәкликлири арқилиқ өзиниң Рәббимизгә болған һөрмитини ипадиләйду. Чүнки улар Худа бәргән рисқи үчүн шүкүр ейтиду. Гөш йемәйдиғанларму Худа бәргән рисқи үчүн Худаға шүкүр ейтиду.


Чүнки Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Йәр йүзи вә униңдики һәммә нәрсә Рәббимизгә тәәллуқтур».


Әгәр мән Худаға шүкүр ейтип бундақ зияпәткә қатнашсам, йәнә немә үчүн шүкүр ейтип йегән бу йемәклигим сәвәвидин әйипли­нишкә учришим керәк?


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite